Хитай, вашингтон билән ш а о ә т ниң тәнқидигә қарши өзбекистан диктатурини қоллиди
2005.05.26
Хәлқара җәмийәт, өзбекистан президенти ислам керимофниң әнҗандики намайишни бастуруш һәрикитини тәкшүрүшкә рухсәт қилиш тоғрисидики бесимини күчәйтиватқан бир чағда, президент керимоф хитай рәһбәрлириниң қизил гиләм билән күтүвелишиға сазавәр болди. Бейҗиң һөкүмити, керимофни 13 - майда йүз бәргән әнҗандики қирғинчилиқниң 13 - күни "кона достларға" хас юқири илтипат билән күтүвалди.
Өзбекистан хитайниң уйғурларға қарши сияситини қоллиди
Ислам керимоф, чаршәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән сөһбәт өткүзүш вә һөрмити үчүн зияпәт бериш шәрипигә еришкән. Керимоф, пәйшәнбә күни хитай баш министири вен җябав билән сөһбәт өткүзди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси коң чүән, " һазир биз оттура асияда бөлгүнчилик, террорчилиқ вә диний әсәбийликниң риқабитигә дуч келиватимиз," деди. Коң чүәнниң тәкитлишичә, өзбекистан хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш сияситини қоллайдикән.
Коң чүән: " шәрқий түркистан бөлгүнчилири җоңгода нурғун қетим террорлуқ вәқәләрни елип барди. Өзбекистан тәрәп җоңго һөкүмитиниң бу мәсилидики мәйданини толуқ чүшүниду вә қоллайду," дәп көрсәтти. Коң чүәнниң тәкитлишичә, өзбекистан билән хитай нурғун мәсилиләрдә ортақ мәнпәәткә игикән. Әмма франсийә ахбарат агентлиқи пәйшәнбә күнки хәвиридә, керимофни қизил гиләм билән күтүвелиш демократийигә дағ чүшүрди, дәп язди.
Рабийә қадир: керимоф хәлқара сотниң җазасидин қечип қутулалмайду
Чәтәлдики уйғур паалийәтчиләр хитай - өзбекистан даирилирини әнҗандики вәқәни баһанә қилип, тиғ учини уйғурларға қаритиш билән әйиплиди. Америкидики атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир мундақ дәйду:
"Һазир керимоф вә хитай һөкүмити оттура –асияда уйғурға қарши һәрикитини ойнимақчи боливатиду. Әнҗан вилайәтлиридә йүз бәргән вәқәләрни уйғурларға артип қоймақчи болуватиду. Уйғур бүгүн оттура асияда керимоф зәрбә беридиған бир обйектиға айланди. Өзбекистан вәқәликиниң уйғурлар билән һечқандақ алақиси йоқ. Керимоф бу қетим ойниған тиятириниң етикини йиғиштуруветиши керәк….. Ишқилип керимоф хәлқараниң сотидин қечип қутулалмайду".
Анализчилар, хитай һөкүмити уйғурларниң һәрикитини тизгинләш үчүн керимоф һөкүмитигә иһтияҗи барлиқини билдүрмәктә. Коң чүән, " биз алақидар дөләтләр билән һәмкарлиқни күчәйтиш шундақла терорлуқ һәрикәтләргә қарши маслишишни үмид қилимиз," дәп тәкитлигән.
Т. Кумар : улар вәқәниң уйғур илиға кеңийишидин әнсирәйду
Анализчиларниң әскәртишичә, өзбекистан хитайниң уйғур аптоном районидики сияситидә муһим рол ойнайдикән шундақла бейҗиң һөкүмити, шәрқий түркистан мустәқилчилириниң өзбекистанда йошурнивалғанлиқиға ишинидикән.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики хадими т. Кумар, "уларниң мәқсиди өзбекистандики вәқәниң уйғур аптоном райониға кеңийишини чәкләш" дәп көрсәтти. Президент керимоф, өзбекистан хитайниң терроризм, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши мәйданиға ортақлишиду, дәп көрсәткән.
14 Түрлүк келишим имзалиди
Керимоф, бу қетимқи сәпиридә хитайларниң мәбләғ билән тәминләш вәдисигә еришкән. Өзбекистанниң нефит вә тәбий газ байлиқини ечиш арзусидики хитай, чаршәнбә күни өзбекистан билән 14 хил келишим имзалиған. Бу 600 милйон долларлиқ нефит - тәбий газ тохтимини өз ичигә алиду.
Хитай дөләт рәиси ху җинтав, бейҗиңниң керимофни қоллайдиғанлиқини җакалиди. У, "җоңго өзбек хәлқи таллиған тәрәққият йолини, миллий мустәқиллиқи, игилик һоқуқи вә земин пүтүнликигә һөрмәт қилиду," деди.
Америка билән ш а о ә т, әнҗданда тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди
Шу күни, ш а о ә т ниң баш катиби шейфир, керимофни әнҗандики вәқәни тәкшүрүшкә рази қилиш үчүн хәлқара бесимни күчәйтишкә чақирди. Шейфир мундақ дәйду: "өзбекистан һөкүмити шундақла преиздент керимоф, хәлқараниң тәлипини қобул қилиши керәк, улар хәлқара җәмийәт алдида мәҗбурийити бар."
Америка, керимоф һөкүмитини өктичиләрни тутқун қилиш билән әйиплигән. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ричард бовчер, " бизниңчә өзбекистан һөкүмити қолға елиш арқилиқ паалийәтчиләр вә мухбирларни җимиқтурушқа уруниватиду. Шуни тәкитләймизки сөз әркинлики вә ечиветиш, тәкшүрүшниң ишәнчиликлиги үчүн зөрүр," дәп көрсәтти. (Әркин)