Хитай 2008 - йиллиқ олимпиктин айрилип қаламду?
2008.03.20
Тибәттики һәрикәт бесиққан болсиму, дуняниң һәр йеридикигә охшаш, германийидә тибәтликләр вә тибәт һәрикитини һимайә қилғучиларниң хитайға қарши һәрикәтлири барғансери юқири долқунға көтүрүлмәктә. Хитайниң тибәттики намайишни қанлиқ бастурғанлиқиға наразилиқ билдүрүш йүзисидин мәйданға келиватқан бу қаршилиқ һәрикәтлири германийә пайтәхти берлинни мәркәз қилған һалда пүтүн германийигә йейилмақта.
"Уйғурларға әркинлик, хитайлар шәрқий түркистандин чиқип кәтсун!"
Бүгүн германийидики барлиқ гезит - җурналлар вә телевизийә қаналлириниң нәзири тибәттики қанлиқ қирғинчилиқ, тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң инкаси, тибәтниң тарихи һәм хитайниң 50 йилдин буян тибәттә елип барған зораванлиқ һәрикитигә мәркәзләшкән. Гоя пүткүл ахбарат саһәси хитайниң әпти - бәширисини ечишқа ортақ бәл бағлиғандәк, хитайдики зулумларни, инсан һәқлири дәпсәндичиликини кәң паш қилмақта. Һәр күни, һәр саәт, һәр қаналда хитайдики инсанийәтсизлик һәм тибәт һәққидики хәвәрләр үзүлдүрмәй берилмәктә. Гезитларниң һәр бир санида тибәткә аит нәччә парчидин хәвәр вә мақалилар елан қилинмақта. Д у қ ниң тәшәббуси билән тибәт һәрикитини һимайә қилиш йүзисидин мәйданға чиққан уйғурларниң паалийәтлириму кишиләрниң көзлиригә рошән челиқмақта.
3 - Айниң 18 - күни уйғурлар вә тибәтликләрниң германийиниң мюнхен шәһридә елип барған икки қетимлиқ бирләшмә намайиш хәвири шу күни телевизийә қаналлирида көрситилипла қалмай, 3 - айниң 19 - күнидики гезитләрдинму кәң йәр алди. Ай - юлтузлуқ көк байрақ тибәт байриқи билән биргә милйонлиған тамашибинларниң нәзиригә улашти. Уйғурларниң "уйғурларға әркинлик, хитайлар шәрқий түркистандин чиқип кәтсун!" дегәндәк шуарлири кишиләрниң қулақ пәрдилирини чәкти.
Германийидә олимпикни байқут қилиш тәрәпдарлириниң нисбити %80 тин ешип кәтти
Диққәтни тартидиғини, 3 - айниң 18 - күни, германийидики 1 - дәриҗилик телевизийә қанили болған а р д ниң "хитай 2008 - йиллиқ олимпиктин айрилип қаламду?" намлиқ тәпсили хәвиридин ибарәт. Мәзкур қанал, техи икки һәптә илгирила "саяһәт мән`и қилинған дөләт" намлиқ икки қисимлиқ һөҗҗәтлик филимни көрситип, тибәтликләрниң ечинишлиқ тәқдиридин әтраплиқ мәлуматлар бәргән иди. Тибәтни "дөләт" дәп атиған бу филим елан қилинғанда, лихасадики қаршилиқ һәрикәтлири техи башланмиған. "Хитай 2008 - йиллиқ олимпиктин айрилип қаламду?" намлиқ һөҗҗәтлик филимдә болса, тибәттики герман мухбирлириниң паҗиәләр билән толған нәқ мәйдандин йоллиған хәвәрлири көрситилип, буниңға қошумчә һалда 1989 - йили лихасадики қирғинчилиқ селиштурма қилинған һәмдә тибәтниң һазирқи омуми вәзийити вә хитай қизил армийисиниң тибәтни истила қилған чағдики көрүнүшлири, тибәт мәдәнийитиниң вәйранчилиққа учраш әһваллири тәпсили тонуштурулған.
"Хитай 2008 - йиллиқ олимпиктин айрилип қаламду?" намлиқ һөҗҗәтлик филимдә алға сүрүлгән идийә, хитайниң 2008 - йиллиқ олимпик мусабиқисини өткүзүш салаһийитидин күнсери мәһрум боливатқанлиқини испатлаштин ибарәт болуп, дәлил орнида хитайдики зулумниң барлиқ түрлиридин учурлар көрситишкә тиришқан.
Хитайниң ғәрбий районлиридики мустәмликә астида яшаватқан уйғурлар вә тибәтликләрниң еғир һәқсизлиқлардин қутулалмайватқанлиқи оттуриға қоюлған. Шуниң билән биргә, германийиниң һәр қайси гезит - җурналлири вә телевизийә қаналлирида йолға қоюливатқан "2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш" һәққидики рай синашниң хитай үчүн пайдисиз нәтиҗиләрни оттуриға чиқириватқанлиқи көрситилгән. Мәлуматта билдүрүлишичә, германийиниң бәзи орунлиридики рай синашта 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш тәрәпдарлириниң нисбити %80 тин ешип кәткән.
Бу филимгә пикир қатнаштурған германийидики хитай ишлири мутәхәссислири, хитайдики барлиқ бәхтсизликни коммунистик партийә вә униң мустәбит һөкүмранлиқи кәлтүрүп чиқириватқанлиқини, бу қетимқи хитайдики олимпик мусабиқисиға қарши хәлқаралиқ бесимниң илгири һечқандақ бир дөләтниң бешиға келип бақмиғанлиқини, қаршилиқларниң бундин кейин йәниму күчийиши мумкинликини тилға алған.
Германийидә хитайға қарши долқун
Германийидики хитай консулханисиға бесип кириш вәқәсиниң давриңи, һәр қайси өлкиләрдә давам қиливатқан наразилиқ намайишлири, тибәтни қоллаш вә хитайни җазалаш тоғрисида башланған мәмликәт характерлик имза топлаш паалийити, олимпикни байқут қилиш йүзисидин йолға қоюлған рай синаш, германийиниң юқири дәриҗилик һөкүмәт хадимлириниң бейҗиңни әйибләп, олимпикни байқут қилиш пикирлирини давам қилиши һәм далай ламаниң германийидики муритлириниң һәр түрлүк җанлиқ паалийәтлири, бүгүн пүтүн германийә худди тибәт мәсилисигә барлиқини атиғандәк бир вәзийәтни намайән қилмақта. Техиму җәлип қиларлиқи, мәтбуатларда "тибәт" дегән аталғу йәр алған җайда, "уйғур" дегән нам өзини көрсәтмәктә. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, дуня миқясида аммиви тәшкилатларниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқиға дуч кәлди
- Хитай, тибәттики наразилиқ һәрикитини бастурушқа техиму зор көләмдә һәрбий күчлирини ишқа салмақта
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Бир түркүм хитай демокиратчилириниң тибәттики тоқунушларға қарита инкаси
- "Шәрқий түркистан үчүн тарихий пурсәт"
- Лхасаниң вәзийити йәнила җиддий, исян тибәтниң қошна районлириға кеңәйди
- Германийә һөкүмити бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиши керәк
- Тибәттә йүз бәргән тоқунушқа түркийә мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр берилди
- Хитай сақчи даирилири уйғур қизниң мәқсити айропиланни партлитиш, дәп елан қилди
- Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди
- Һиндистандики тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланди
- Җорҗ буш олимпик мурасимиға барғанда хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойиду
- Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитайни олимпик вәдисидә турушқа чақирди
- Финландийә "пайтәхт мунбири" гезити бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқи елан қилди
- Муһаҗирәттики тибәтликләр олимпик мусабиқисини һиндистанда өткүзмәкчи