Америка-һинидистан-хитай мунасивәтлири муһитидики хитай-пакистан мунасивити
2006.11.27
Ху җинтав 26 - ноябир күни пакистандики зияритини аяқлаштурди. Хитайда чиқидиған 'хәлқ гезити'ниң тили билән ейтқанда, ху җинтав бу қетим пакистанни зиярәт қилиш арқилиқ бейҗиң һөкүмити билән исламабад һөкүмитиниң оттурисидики узун муддәтлик һәрбий, иқтисадий, енергийә вә террорчилиққа қарши туруш җәһәтләрдики һәмкарлиқини чуңқурлаштуруп, пакистан - хитай мунасивитини тарихтики йеңи сәвийигә йәткүзгән.
Хитай-пакистан һәмкарлиқидики 'хейр-руба' електир сайманлири завути
Пакистанда чиқидиған 'сүбһи' гезитиниң 26 - ноябир күни лаһурдин хәвәр қилишичә, ху җинтав лаһурда 'хейр-руба иқтисадий район' ниң ечилиш мурасимиға қатнашқан. Хитайниң һава тәңшигүч вә киралғу қатарлиқ електир мәһсулатлирини ишләпчиқиридиған хейр ширкити пакистанда бир шөбә завут қурған. Пакистанниң баш миниситири шәвкәт әзизниң сөзи билән ейтқанда, хитай -пакистан отурисидики бундақ мәбләғ селиш вә һәмкарлиқ пакистан иқтисадини тиз тәрәққи қилдуриду. Пакистан буниңдин кейин хитай билән енергийә, нефит, тәбиий газ, кан ечиш, машинисазлиқ, учур -ахбарат санаити вә асасий қурулуш җәһәтләрдә һәмкарлиқни чуңқурлаштуриду. Бундақ һәмкарлиқтин һәр икки тәрәп ортақ мәнпәәт алиду. Пакистанда йеқинда бәзи гезитләрдә пакистан-хитай мунасивитини 'һималаядин йүксәк, һинди окяндин чуңқур' дәйдиған тәсвирләр пәйда болди.
Хитай -пакистан мунасивитидики муһим вәқәләр
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә,хитай -пакистан мунасивити узун йиллардин буян достлуқ буйичә барғансери чуңқурлап тәрәққи қилмақта. 1951 - Йили пакистан хитай билән дипломатик мунасивәт орнатқандин кейин, 1962 - йили хитай-һиндистан чегра уруши йүз бәргәндә, пакистан хитай билән чегра келишими вә сода келишими имзалап дөләт мунасивитини тәрәққи қилдурди. 1965 - Йили йәнә хитай-һиндистан чегра тоқунуши йүз бәргәндә, америка пакистанға беридиған һәрбий ярдәмни азайтқан иди. Бу чағда хитай пакистанниң асаслиқ һәрбий қорал тәминлигүчисигә айланди. 1971 - Йили, пакистан америкиниң ташқи ишлар министири кесингирниң хитайни зиярәт қилиши, шу арқилиқ америка президенти никсун билән мавзедуң учришип, америка -хитай мунасивитиниң қайтидин тиклинишигә йол ачти. 1978 - Йили хитайниң уйғур аптоном районидин пакистанға тутишидиған қарақурум таш йоли ясалди. 1980 - Йиллардики совет-авғанистан урушида, америка билән хитай пакистан арқилиқ авғанистанни қоллиди вә шуниңдин башлап хитай -пакистан отурисида омумйүзлүк техника һәмкарлиқи башланди. 1996 - Йили җаң земин пакистанни зиярәт қилғандин кейин , 1999 - йилиғичә, хитай пакистанниң панҗап районида 300 милйон ватлиқ ядро електир истансиси қурулушиға ярдәм бәрди. Пакистанда хитай қуруп беридиған йәнә бир ядро електир истансиси 2010 - йили пүтиду. 2002 - Йили, хитай пакистанниң гуадардики 248 милйон америка доллирилиқ чуңқур деңиз порти қурулуши үчүн 198 милюн америка доллири чиқарди. Йәнә бир пакит шуки, пакистан тәйвән, тибәт, шинҗаң мәсилилиригә кәлгәндә изчил һалда хитайни қоллап кәлмәктә.
Ху җинтавниң пакистан вә һинидистан зиярити һәққидә селиштурма
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, ху җинтавниң пакистанда қизил гиләмдә қарши елиниши, униң һиндистан зияритидики әһвали билән наһайити рошән селиштурма болуп қалди. Худди хоңкоңлуқ обзорчи хе ляңляң әпәнди ейтқандәк, ху җинтав һиндистанда пәқәт дөләтләр ара йолға қоюлуватқан қаидә буйичила қарши елинди, халас, зиярәттин бурун көзләнгән мәқсәтләрдики чегра мәсилиси һәққидиму сөһбәт елип берилмиди яки әркин сода келишимиму имзаланмиди. Әмма хитай пакистан билән болған мунасивәткә кәлгәндә, униң пүтүн җәряни пәқәт бирхил 'достлуқ' ипадиләштинла ибарәт болди, халас.
Ху җинтавниң 'тинчлиқ әлчиси оюни' вә пакистанниң 'қаңсиқ мивә чайнаватқан'лиқи
Б б с ниң баян қилишичә, 1980 - йилларда пакистанда пәйда болған ислам һәрикәтлири хитайниң уйғур аптоном райониға тәсир көрситишкә башлиғанда, хитай-пакистан мунасивитидә җиддий давалғуш пәйда болған иди. Әмма пакистан бу мәсилини юшурун һалда хитай билән келишип һәл қиливалди. Гәрчә һазир хитайниң дөләт мудапиә мутәхәссиси ли зивей әпәнди хитай-пакистан мунасивитиниң хәлқарада тутидиған орнини хитай-һиндистан мунасивитидин юқири орунда қоюватқан болсиму, әмма һазир америка-хитай мунасивити, америка -һиндистан мунасивити вә хитай-һиндистан мунасивитиниң хәлқара сәһнидә тутидиған орнини хитай-пакистан мунасивитиниң тутидиған орнидин төвән чағлашқа болмайдиғанлиқи ениқ. Дәрвәқә, һазир пакистанниң бихәтәрлик тармақлири мушундақ шараитта, болупму тибәт, уйғур мәсилиси дәп атиливатқан қейин мәсилә техи һәл қилинмиған шараитта, пакистан хитай билән болған достлуқни тәрәққи қилдуримән дәп, қайси 'қаңсиқ мивини чайнап юталмай' туруватқанлиқини үзи обдан һес қилиду. юқирида баян қилинғандәк, америка-хитай мунасивити вә америка -һиндистан мунасивити хәлқарада барғансири күчлиниватқан һазирқи шараитта, ху җинтав пакистанда 'тинчлиқ әлчиси оюни' ойнап чиқмаслиқиму мумкин әмәс иди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Һиндистан, хитай билән дөләт бихәтәрликини, хитай, пакистан билән дослуқни биринчи орунға қойди
- Хуҗинтав һинидистанни зиярәт қиливатқанда, әркин тибәт һәркити тәшкилатлири хитайниң дөләт байриқини көйдүргән
- Давасерин әпәндиниң ейтишичә, тебәт мәсилиси һәл болмиғичә хитай - һиндистан чегра мәсилиси һәл болмайду
- Ху җинтав һиндистанда тибәт сәргәрданлириниң қаршилиқиға дүч кәлди
- Һиндистан хитайниң земин тәлипини рәт қилди
- Ху җинтавниң һиндиистан зияритидә 1962- йилидики чегра урушиға сәвәбчи болған мәсилә йәнә алдинқи шәрт қилинидикән
- Һиндистан һөкүмити хитай ширкәтлириниң паалийәтлирини чәклимәктә