Русийә-хитай мунасивәтлири һәққидики қарашлар
2006.02.22
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, русийә президенти владимир путин келәр айда хитайни зиярәт қилип, хитай - русийә сияси вә сода - иқтисади мунасивитини кеңәйтиш мәсилилири бойичә сөһбәт елип бариду.
Хитай даирилири 2006 - йилни хитай бойичә "русийә йили" қилип бекиткән. Хитай һөкүмити владимир путинниң зияритиниң икки мәмликәт һәмкарлиқи үчүн муһим әһмийәтлик икәнликини көрсәтмәктә. Бирақ, ғәрб мутәхәссислири русийә -хитай мунасивәтлири һәққидә һәр хил қарашларда болмақта.
Йеқинқи бир қанчә йиллар ичидә русийә билән хитайниң һәр тәрәплимилик һәмкарлиқ мунасивәтлири техиму күчәйди. Улар илгиридин тартип тоқунушлар нуқтиси болуп кәлгән чегра мәсилилирини һәл қилғандин сирт йәнә тунҗи қетим кәң көләмлик бирләшмә һәрбий маневир өткүзди. Һәтта өткән йили хитай рәиси ху җинтав русийини зиярәт қилғанда икки мәмликәт рәһбири " 21-әсирдики дуня тәртипи һәққидә бирләшмә баянат " елан қилип, русийә билән хитайниң дуня вәзийитини тәңпуңлаштурушта ортақ һәрикәт қилидиғанлиқини ипадә қилди. Қисқиси хитай вә русийә рәһбәрлири өзлириниң һәмкарлиқ мунасивәтлиригә юқири баһа берип, униң һазир тарихтики әң яхши басқучқа киргәнликини мәдһийиләшти.
Хитай-русийә мунасивәтлириниң бу хил тәрәққияти шуниңдәк униң истиқбали көзәткүчиләрни өзигә җәлип қилған мәсилиләрниң бири болуп, мәзкур мәсилиләр һәққидә һәр хил көз қарашлар мәвҗут.
Америкиға тақабил туруш
Америка авази радиосиниң интернәт сәһиписидә елан қилинған русийә-хитай мунасивәтлиригә аит мақалидә оттуриға қоюлишичә, русийә -хитай мунасивәтлири тарихидики йеқинқи әң зор нәтиҗә икки дөләтниң бирләшмә һәрбий маневиридур. Америкидики җоһн һопкинс университетиниң русийә-хитай мунасивәтлири тәтқиқатчиси давид саттера мәзкур нуқтини тәкитләш билән биргә кәң көләмлик бирләшмә һәрбий маневирниң америкиниң иттипақчилири һесаблинидиған японийә, җәнубий корейә болупму тәйвәнниң наразилиқини қозғиғанлиқи, бирақ, русийә билән хитайниң бу маневирниң һеч қайси дөләткә тәһдид салмайдиғанлиқини билдүргәнликини көрсәткән. Униң оттуриға қоюшичә, көпинчә анализчилар, бирләшмә һәрбий маневириниң мәқситиниң хитай билән русийиниң америкиға өзлириниң асия-тинч окян райониға нисбәтән контроллуқ орнитиватқанлиқини көрситиштин ибарәт дәп қаримақта.
Давид саттераниң қаришичә, русийә вә хитай рәһбәрлири қол қойған " 21-әсирдики дуня тәртипи һәққидики бирләшмә баянат"му әмәлийәттә, бу икки мәмликәтниң америкиға қарши ортақ мәнпәәтлири барлиқини көрситиду һәмдә икки тәрәпниң өзара бир-бириниң игилик һоқуқини һөрмәт қилиш һәмдә бир-бириниң ички ишлириға арилашмаслиқ һәққидики ортақ хуласигә кәлгәнликини билдүриду. Чүнки, русийә билән хитайниң һәр иккилисила оттура асиядики ислам фундаметализимидин әндишә қилиду, улар йәнә ғәрбниң оттура асияда демократийини кеңәйтишиму охшашла районниң вәзийитини муқимсизлаштуриду дәп қарап, өз чегрилириниң йенида америкиниң тәсириниң болушини халимайду.
Русийиниң мәқсити ш а о ә т ға тақабил туруш, хитайниң мәқсити енергийә
Русийә билән хитайниң өзара мунасивәтлирини мундақ қоюқлаштуришида уларниң ортақ мәнпәәтлиридин башқа йәнә һәр иккилисиниң өз алдиға көзлигән мәқсити мәвҗуттур. Америкидики катон иниститутиниң ташқи сиясәт мутәхәссиси җастин логанниң қаришичә, русийә ш а о ә т ( шималий атлантик окян әһди тәшкилати) ниң шәрққә кеңийишидин давамлиқ нарази болуп кәлмәктә. Русийә украинийә вә грузийиниң ш а о ә т ға киришкә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқидин биарам болмақта. Демәк, русийә ғәрбкә хитай билән һәмкарлишиш арқилиқ өзиниң йәнә башқа таллишиниң мәвҗутлуқини көрсәтмәкчи болған.
Хитайниң русийә билән болған мунасивәттин көзлигән мәқсити башқичә болуп, хитай өзиниң иқтисадиниң тез өсүшини нәзәргә елип, русийиниң нефит вә тәбиий газлириға еришишни мәқсәт қилған. Һәрбий маневир өткүзүш арқилиқ өз һәрбий қудритини намайиш қилип, тәйвән вә хитайдики уйғур мусулманлириниң барлиқ мустәқиллиқ һәрикәтлиригә зәрбә бәрмәкчи болған.
Җастин логан әпәндиниң қаришичә, хитай билән русийә йәнә өткән йили июлдики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинида һиндистан, пакистан, иран вә моңғулийигә мәзкур тәшкилатниң көзәткүчилик салаһийитини бәрди. Шундақ қилип, дуня нопусиниң йеримини тәшкил қилидиған мәзкур төт чоң ядро дөлити бир йәргә җәм болди. Әмма, хитай билән русийә қанчилик тиришсун бәрибир шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң истиқбали йоқ.
Русийә -хитай һәмкарлиқиниң истиқбали йоқ
Русийә билән хитайниң мунасивәт тарихиға нәзәр салғанда, уларниң һечқачан узунға созулған, муқим достлуқ вә һәқиқий һәмкарлиқи болған әмәс. Уларниң мунасивәтлири баштин ахири мәлум мәнпәәт үстигила қурулған.
Америка авази радиосиниң интернәт сәһиписидә елан қилинған мәзкур мақалидә көрситилишичә, америка ташқи сиясәт комитетиниң анализчиси илан берман әпәндиниң тәһлиллиригә асасланғанда русийә билән хитайниң мунасивәтлири һәр қачанла унчилик силиқ-сипайә болған әмәс, улар арисида һаман бир дүшмәнлишиш қайта мәйданға келиду.
Илан берман әпәнди өзиниң бу көз қаришини мундақ шәрһләйду ; биринчидин, хитайниң иқтисади наһайити тез өсүватиду вә хитайниң енергийә еһтияҗиму күндин -күнгә көпәймәктә. Улар пәқәт бу еһтияҗни бейҗиңниң шимали тәрәплиридин һәл қилишни пиланлиған болуп, демәк, хитайниң оттура асия вә кавказийә районидики мәмликәтләр билән болған мунасивәтлирини кеңәйтиши хитайға пайдилиқ болупла қалмастин бәлки, охшашла бу районларда өз тәсирини кеңәйтиш русийә үчүнму пайдилиқтур. Шуңа, буларниң һәр иккилисила өзлириниң артуқчилиқлирини намайән қилиду, сиясий тәсирини кеңәйтиду вә енергийә мәнбәлиригә еришишкә интилиду. Мана бу алди билән улар арисидики һәмкарлиқни әмәс бәлки риқабәтни пәйда қилиду.
Илан берманниң қаришичә, һәр хил мәнпәәтләрни көңлигә пүккән дөләтләрдин башқиларға тәһдид салалиғидәк күчлүк вә узун муддәтлик бир иттипақ қуруш мумкин әмәс. Шуңа, русийә билән хитайниң башламчилиқидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниңму истиқбали йоқ.
Русийә мулаһизичилириму русийә билән хитай арисида һәқиқий һәмкарлиқ болмайдиғанлиқлирини көп қетим көрсәткән болуп, русийә алими кумачевниң қаришичә, хитай русийини өзиниң америкиға тақабил туруш тактикиси үчүн хизмәт қилдурушни мәқсәт қилған болуп, русийә хитайниң бу сиясити үчүн өзиниң америка қатарлиқ ғәрб дөләтлири билән мунасивәтлиригә зиянлиқ елементларни елип кәлгән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әҗдиһа йоли
- Хитай билән русийә қазақистан нефитини талашмақта
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ғәрбкә қарши күч уюштурмақта
- Хитай- русийә бирләшмә һәрбий маневири кимгә қаритилди?
- Русийә билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә
- Хитай асияға тәһдитму?
- Русийә хитай һәрбий маневириниң мәқсити немә?
- Русийә-хитай бирләшмә һәрбий маневири башланди