Уйғурлар өз юртида кәмситилмәктә
2007.04.18
Йеқинда уйғур елидә зиярәттә болған баш шитаби һиндунезийидики Asia Calling радио истансиси мухбири Daniel Schearf уйғур елидики кәчмишлири вә көргән- аңлиғанлири асасида бир йүрүш мәхсус хәвәрләрни илан қилған иди. Униң уйғурлар һәққидә ишлигән хәвәрлири асасән, хитай коммунистик партийисиниң аталмиш аз санлиқ милләтләр сиясити , уйғур елидә елип бериливатқан йәрликләргә пайдисиз нефит вә тәбиий газ қурулуши, уйғур ели хәлқлириниң диний әркинликиниң боғулуватқанлиқи вә уйғур елидә күнсайин өрләватқан миллй кәмситиш мәсилилири қатарлиқларни өз ичигә алиду.
Апторниң миллий кәмситиш һәққидә язған мақалиси
Аптор, уйғур елидики миллий кәмситиш һадисиси һәққидә язған мақалисида, уйғур елиниң хитай территорийиси ичидики әң чоң район икәнликини қәйт қилиш билән башлиған болуп, түркий тилида сөзләйдиған уйғур мусулманларниң бу район нопусиниң асаслиқ қисмини тәшкил қилидиғанлиқини тилға алған.
У уйғурларниң миллй кәмситилишкә учраш мәсилисини , тил- мәдәнийәт җәһәттә уйғур ели хәлқиниң хитай мәдәнийитини қобул қилишқа қистилиши, хизмәт пурсити җәһәттә, йәрликләрниң чәткә қеқилиши қатарлиқ икки чоң тәрәпкә йиғинчақлиған.
Һалбуки, - дәп мақалисини давамлаштуриду аптор - даниел сикариф, 1950 - йили хитай коммунистик партийиси бу районни өз контроллуқи астиға алғандин кийин, һөкүмәт хитай көчмәнлирини бу районға сәлдәк төкүп, бу райондики байлиқ мәнбийи, дин вә мәдәнийәткә нисбәтән җиддийчилик пәйда қилди.
Хитайлар йеңидин уйғур елигә киргәндә
Аптор, уйғур елидә хитай тилиниң мәҗбурий оқутулуши һәққидә тохтилип мундақ язған: " хитай коммунистик партийиси уйғур елигә тунҗи киргәндә йәрликләрниң қоллишиға еришиш үчүн уларни өз ана тилини өгинишкә риғбәтләндүргән иди, лекин бу сиясәт бир қанчә йиллар илгири өзгәртилди."
Аптор йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур балилириға хитайчә өгитишни йәслидин башлиғанлиқини қәйт қилип өтиду.
Дәрвәқә хитай коммунистлири уйғур елидә өз һакимийитини мустәһкәмләш үчүн дәсләптә бу җайдики йәрлик милләтләрниң миллий мәнпәәтигә муәййән дәриҗидә уйғун келидиған - " җуңхуа хәлқ җумһурийитидики милләтләрниң һәммиси тәң - баравәрдур. Дөләт һәрқайси аз санлиқ милләтләрниң қануний һоқуқиға вә мәнпәәтлиригә капаләтлик қилиду: һәрқайси милләтләрниң баравәрлик, иттипақлиқ вә өз - ара ярдәмлишиш мунасивәтлирини қоғдайду... Һәрқайси милләтләр өзлириниң тил - йезиқини қоллиниш вә раваҗландуруш әркинликигә игә " дегәнгә охшаш сиясәт вә қанунларни тузуп чиққан иди.
Ваһаләнки, бу қанун бәлгилимиләрниң пәқәт қәғәз йүзидики нәрсә кәби муамилигә учриғанлиқини хитай һөкүмитиниң 2002-йили уйғур елидики алий мәктәпләрдә уйғур тилини әмәлдин қалдуруш қараридин ениқ көрүвелишқа болиду.
Хитайниң уйғурлаға йүргүзиваткан йәңи сиясәтлири
Һазир хитай һөкүмити уйғурчә миллий маарип системисини хитайчилаштуруш даирисини һәтта диһқанларға вә йәслиләргичә кеңәйтиватқан болуп , йеқиндин бери уйғур елидики ақсуниң бай наһйисидә башланған йеза яшлиридин 10миңни"қош тил " бойичә тәрбийиләш қурулуши, қәшқәрдики деһқанларға хитайчә өгитиш һәрикити маралбеши вә учтурпан наһийилиридә " қош тил" йәслилириниң кеңийватқанлиқидин ибарәт хәвәрләр дәлилләп турупту.
"Мутәхәссисләрниң қаришичә" дәйду аптор, "миллийларни хитайчә өгинишкә қисташ болса бир муназирә тәләп қилидиған мәсилә, бу бәлгилимиләр миллийларға хитай мәдәнийитини сиңдүрүшни мәқсәт қилған болуп, мәдәнийәт коп хиллиқиға һөрмәт қилмиған". Мақалидә йәнә, уйғур елидики хитай нопусиниң 1950-йилидики 5 пирсәнттин көпийип һазирқи 40 пирсәнткә йәткәнлики оттуриға қоюлған болуп, уйғур елидә хитай аққунларниң шиддәт билән көпийиши сәвәблик уйғур елидики йәрлик хәлқләрниң хизмәт тепишиму барғанчә қийинлишватқанлиқи тилға елинған.
Уйғурларниң хизмәт тепиши тоғрисида
Миллийларниң хизмәт тепиш җәһәттә кәмситилишкә учриши һөкүмәт органлиридики хизмәт дәриҗисидин башлинидиғанлиқи, бирму миллийниң мәлум бир органниң партийә секритарлиқиға сайлиналмайдиғанлиқи, һәтта хотәндики бир хитайниң пахта етизлирида гәнсудин кәлгән мәдикар хитайларниң ямрап кәткәнлики, униң йәрлик уйғурлардин бирму кишини яллимиғанлиқи апторни бәкму әҗәбләндүргән.
У мундақ язған: " уйғур райони хитайдики аталмиш аптономийә районлиридин бири болуп, бу райондики нопусниң асаслиқ қисмини тәшкил қилғучи етник гуруппа йәрлик муһим һоқуқларни тутуши керәк иди, әмма әмәлийәттә болса коммунистик партийә тәшкилатидики юқири дәриҗилик әмәлләр, мәктәпләр вә санаәт тармақлиридики һоқуқларниң һәммисини хитайлар тутидикән."
Аптор йәнә, уйғур елидә күнсайин өрләватқан миллий кәмситиш һадисилиригә қарита уйғурларниң билдүргән наразилиқлири вә буниңға хитай һөкүмитиниң қайтурған инкаси аз санлиқ милләтләр билән хитайлар арисида ишәнмәсликни кәлтүрүп чиқарғанлиқини көрситип өткән. Униңдин башқа, биз йеқинда уйғур елидин алған телефун учурлиридиму йәрлик амма хитайларниң уйғурларни кәмситиш хаһишиниң барғанчә еғирлишип очуқ - ашкара елип бериливатқанлиқини инкас қилған иди.
Уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, дәрвәқә , уйғур елидә уйғур вә башқа хитай болмиған милләтләрниң һәрхил сиясий вә иҗтимаий сәвәбләр түпәйли чәткә қеқилиши вә кәмситилишкә учриши барғанчә еғирлишиватқан болуп, бу миллий зиддийәтләрниң техиму өткүрлишишини кәлтүрүп чиқиридикән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ким кимниң дүшмини?
- Уйғур елидә, "2007 - йиллиқ баһар шамили" уйғурларға еғир ишсизлиқ ақивәтини елип кәлмәктә
- Уйғур елидики иш пурсәтлиригә кимләр игә болмақта ?
- Уйғур аптоном районида уйғурлар хитайлар тәрипидин еғир дәриҗидә миллий кәмситишкә учримақта
- Манҗу тили өз юртлирида йоқитилған болсиму, әмма уйғур юртлрида тәрәққи қиливатиду
- Оттура асиядики уйғурлар - өзбекистан уйғурлириниң тәқдири (2)
- Уйғур миллий маарипида маарипниң хитайчилишишиға әгишип шәкилвазлиқ һаләтлири пәйда болмақта
- Хитай өлкилиридә шинҗаң толуқ оттура синипи ечиш - хитайниң шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруш истратегийисиниң бир қисми
- Хитай һөкүмити аз санлиқ милләт балилирини хитайчә оқутидиған толуқ оттура синиплирини йәниму кеңәйтмәктә
- Пичан наһийисидики уйғур қизлар хитай өлкисидә қандақ ақивәтләргә дуч келиду ?