Совет иттипақи қандақ қилип, хитайниң вйетнамға һуҗум қилишини тохтатти?
2007.01.03
1979 - Йили 2 - айниң 16 - күни кечидә хитай азадлиқ армийиси вйетнамға қаратқан кәң көләмлик һәрбий һуҗумини башлап, әтиси таң сәһәрдә вйетнам қошунлириниң асаслиқ мудапиә линийилирини бөсүп ташлаш билән вйетнам чегрисиниң ичкири қисимиға қарап шиддәт билән илгириләшкә башлиған һәмдә қисқиғина 20 күн ичидә вйетнамниң хели көп қисимини ишғал қилған болсиму, бирақ 5 - март күни бейҗиң бирдинла һуҗумни тохтитип чекинишни қарар қилған. Пүтүн дуня буниңдин һәйранлиқ һес қилишқан болуп, буниңдики түп сәвәб зади немә? дегән соалниң қоюлуши тәбиий иди.
Йеқинда москвада чиқидиған " һава вә аләм бошлуқи мудапиәси " дәп аталған һәрбий ишлар журнилида русийә һәрбий ишлар мутәхәссиси, һәрбий пәнләр доктори владимир сумаркопниң " 1979 - йили совет иттипақи қандақ қилип хитайниң вйетнамға қилған һуҗумини тохтатқан ? " дегән темида бир парчә архиплар асасида язған мақалиси елан қилинди.
Бу мақалә әйни вақиттики совет иттипақи компартийиси мәркизий комитетиниң архип һөҗҗәтлири асасида тәйярланған болуп, хитай азадлиқ армийисиниң вйетнамға елип барған һуҗумини совет иттипақиниң тохтитип қойғанлиқини пакитлар асасида оттуриға қойиду.
Хитай вйетнам уруши үчүн зор санда әскәр тәйярлиған
Русийә һәрбий пәнләр алими сумаркопниң өз мақалисидә баян қилишичә, совет –хитай мунасивәтлири җиддий һесаблинидиған 1978 - йили бейҗиң рәһбәрлири вйетнамға һәр хил шәкилдә һәрбий,сиясий бесимларни көрсәтти. 1978 - Йили камбоджадики вәтәнпәрвәрләр күчлири вйетнам һөкүмитиниң қоллиши билән хитайпәрәс полпотта һакимийитигә қарши һуҗум қозғиғандин кейин хитай һөкүмити вйетнамға қаратқан бесимини техиму күчәйтти. Хитай һөкүмити ханойдики һәрбий вәкилини чақиртивалди һәмдә әлчихана хадимлириниң көп қисимини қисқартти. Икки тәрәп арисидики келишимни чәткә қайрип қоюп, вйетнамға қаратқан иқтисадий ярдәмләрни тохтатти вә төмүр йол қатнишини үзүвәтти шуниң билән бир вақитта йәнә 1978 - йили өктәбир вә ноябир айлирида маневир рамкиси астида хитай мәркизий районидин 9 дивизийә қошунни чеграға топлиди, 1979 - йили январ ейиниң бешида вйетнамға һуҗум қозғаш үчүн һәрбий тәйярлиқни техиму күчәйтип, бу һәрбий һәрикәткә 29 дивизийә тәйярлиди. Шундақ қилип, 14 - феврал күни хитай компартийиси мәркизий комитети вйетнамға һәрбий һуҗум қозғашни қарар қилди.
Хитай азадлиқ армийиси зор қаршилиқларһа дуч кәлгән
Русийә һәрбий ишлар алими сумаркопниң баян қилишичә, 17 - феврал күни 30 - 35минутқа созулған зәмбирәк билән топқа тутуштин кейин, хитай армийиси вйетнам - - хитай чегрисидики 20 нәччә нуқтини бөсүп өтти. Хитай азадлиқ армийисиниң каобаң вә лаңшән қатарлиқ районларға қаратқан һуҗумлири зор болуп, бу җайларни ишғал қилип, 45 - 50 километир ичкириләп киришкә мувәппәқ болди. Бирақ, башқа линийиләрдә хитай азадлиқ армийиси вйетнам армийисиниң мудапиәсини бөсүп өтәлмиди. Маңкәй линийисидики җәңдә хитай армийиси қаттиқ қаршилиқларға дуч келип, бир һәптә ичидә аран 2 - 4 километрла илгирийәлиди һәмдә қайтидин өз чегриси ичигә чекиндүрүлди.
Сумаркопниң оттуриға қоюшичә, бу вақиттики бейҗиң рәһбәрлириниң ойи, совет иттипақи мәйданға чүшүп, буниңға арилишиштин илгири вйетнам армийисини гумран қилип, камбод@җадики вәзийәтни өзгәртиш иди. Бу чағдики һәрбий һәрикәт еғир түс алған болуп, хитай һөкүмитиниң алдиға я урушни тохтитип, қошунлирини чекиндүрүш яки болмиса, мәзкур" чегра тоқунушини" кәң көләмлик рәсмий урушқа айландуруш қоюлди. Әгәр бу уруш кеңәйсә, москва билән ханойниң келишимигә бинаән хитай совет иттипақи һәм вйетнамдин ибарәт икки сәптә уруш қилишқа мәҗбур болуп қалатти.
Нәтиҗидә, хитай һөкүмити дәрһал вйетнам һөкүмитигә сөһбәт өткүзүш тәклипини бәрди, бейҗиң рәһбәрлириниң мәқсити ханой рәһбәрлирини өзлириниң шәртлиригә көндүрүш арқилиқ вәзийәтни муқимлаштурушин ибарәт иди. Бирақ, вйетнам һөкүмити хитайниң сөһбәт тәлипини қәтий рәт қилди.
Москва дәрһал һәрбий бесим көрситиш тактикиси қолланди
Рус мутәхәссиси сумаркопниң баян қилишичә, вәзийәтни көзитип турған москва хитайға қарши һәрбий һәрикәт қолланмастин бәлки, һәрбий күчини намайиш қилиш арқилиқ тинчлиқ орнитиш тактикисини қолланди.
Совет иттипақи компартийиси мәркизий комитәти хитай билән чегрилинидиған районларда вә моңғулийидә һәм,тинч окян районида һәрбий маневир өткүзүшни қарар қилди. Бу һәрбий маневир 12 - мартин башлинип, 26 - мартқичә давамлашқан болуп, 200 миңдин артуқ әскәр, 2600 танка, 900 айропилан вә 80 парахот маневирға қатнаштурулди. Москва пәқәт һәрбий маневир өткүзүпла қалмастин бәлки, барлиқ қошунларни уруш һалитигә киргүзүп, запастики әскәрләрдин 50 миңни йиғди һәмдә хәлқ игиликигә ишләватқан аптомобиллардин бәш миңни һәрбий ишлар үчүн ишлитишкә салди. Шундақ қилип, җәмий 13 миң машина ишқа селинди.
Әң зор һәрбий маневир моңғулийидә елип берилған болуп, буниңға алтә моторлашқан дивизийә вә танка дивизийиси қатнаштурулди. Буниң үчи сибирийидин йөткәп келинди. Буниңдин башқа мәзкур җумһурийәттә туриватқан икки бригадә қошун, үч һава армийә дивизийиси һәм башқа қисимларму маневирға қатнаштурулди.
12 - Мартин 26 - мартқичә болған арилиқтики һәрбий маневир йән йирақ шәрқтә өткүзүлгәндин башқа уйғур ели билән чегрилинидиған шәрқий қазақистандиму елип берилған болуп, буниңға бир қанчә һава армийә қошуни,, чегра мудапиә қисимлири һәм башқа хилдики һәрбий қошунлар қатнашти. Уйғур елини асасий нишан қилған совет армийисиниң түркистан һәрбий райони 20 миң адәмни һәрбий сәпкә толуқлап, таки вйетнам уруши ахирлишип, 1979 - йили декабирға қәдәр һәрбий маневирларни давамлаштурди.
Совет һөкүмити йәнә тула районидики парашотчилар дивизийисини хитай билән чегра чита райониға йөткәп кәлди. Украинийә һәм белорусийидики һуҗумчи айропиланлар полклириму моңғулийигә йөткәп келинип, маневирға қатнаштурулди.
Совет иттипақи вйетнамғиму һәрбий ярдәм бәрди
Рус алими сумаркопниң баян қилишичә, совет иттипақи һөкүмити қуруқлуқтин хитайға һәрбий бесим көрситипла қалмастин бәлки, хитай билән чегрилинидиған җәнубий җуңго деңизи, шәрқий җуңго деңизиға совет иттипақиниң тинч окян филотиниң 50 данә параходини әвәтти. Булардин башқа йәнә 6 данә су асти параходи һәрикәт қилди. Приморский райониға болса, дәңиз армийисиниң парашутчи қисимлири орунлаштурулди. Совет қошунлири һәрбий маневир җәрянда 1000 данидин артуқ ракета вә һавадин қоюп берилидиған бомбиларни атти һәмдә зор миқтдарда иқтисадий вә һәрбий чиқим сәрп қилди.
Совет һөкүмити бир тәрәптин хитай билән чегрилинидиған җайларда һәрбий маневир өткүзсә, йәнә бир тәрәптин вйетнамға деңиз йоли арқилиқ 400 данә зәмбирәк вә минамйот, 100 данә зент топ, 400 данә зент топларни тошуйдиған үскүнә һәм униң миңлиған ракета оқлири һәмдә 800 данә танка етиш қорали вә 20 данә һуҗумчи айропилан йөткәп кәлди. Шуниңдәк 400 данә танка вә һәрбий машиниларни елип келип вйетнам армийисигә тапшурди.. Совет тошуғучи айропиланлири һәр қайси уруш сәплиригә қорал –ярақ һәм әскәр тошуш вәзиписини орунлиди.
Хитайниң һуҗумлирини тохтитишидики бир қанчә амиллар
Русийә һәрбий ишлар мутәххәсиси владимир сумаркопниң қаришичә, хитай рәһбәрлири көзлигән сиясий мәқситигә йетәлмәй, 1979 - йили,5 - март күни вйетнамдики қошунлирини чекиндүрүшни қарар қилди. Буниңға бир қатар сиясий вә һәрбий амиллар сәвәб болди. Буларниң ичидики асаслиқлири ханойниң москва тәрәптин қәтий вә күчлүк қоллашқа еришкәнлики һәмдә москваниң дәрһал уруш тохтитишни тәләп қилиши, совет иттипақиниң шәрқтә елип барған һәрбий паалийәтлири шуниңдәк бейҗиң рәһбәрлириниң ички қисимидики тоқунуш җәрянида көрүлгән пикир ихтилаплири вә башқилардур.
Аптор йәнә башқа муһим амиллар сүпитидә йәнә вйетнам хәлқи вә армийисиниң қаттиқ қаршилиқ көрситип, хитай армийисини зор чиқимға учритиши, хитай армийиси қоманданлиқ систәмисиниң һәрбий –тактика җәһәттики хамлиқи һәмдә һәрбий қорал - ярақ, һәрбий техника билән тәминләштики қийинчилиқлар вә башқиларниму көрситиду.
Апторниң йәкүничә, әнә шундақ москваниң күчлүк һәрбий бесими вә башқа амиллар түпәйлидин хитай өз қошунлирини вйетнамға ичкириләп киргүзүштин тохтитишқа һәмдә 20 - марттин етибарән қошунлирини чекиндүрүшкә башлашқа мәҗбур болған. (Үмидвар)