"ярдәмгә кәлгән" 700 нәпәр хитай яш уйғур елиға маканлашти


2007.09.30

Хитай даирилириниң "ғәрбни ечиш пилани" бойичә мәхсус ичкиридики алий мәктәпләрни пүттүргән яшларни уйғур елиға ярдәмгә елип келиш пилани бойичә 2003-йилидин таки һазирғичә болған арилиқта уйғур елиға ярдәмгә кәлгән 3893 нәпәр яшниң 700 нәпириниң ичкиригә қайтип кәтмәй , уйғур елидә қалғанлиқи мәлум болди.

Шинхуа агентлиқиниң бу һәқтә тарқатқан учурлириға асасланғанда, уйғур елиға ярдәмгә кәлгән алий мәктәп оқуғучилири асасән маарип, деһқанчилиқ-чарвичилиқ, сақлиқни сақлаш қатарлиқ һәр қайси саһәләргә бөлүнгән болуп, ярдәм бериш мөһлити тошқанларниң бир қисими кетип, 700 нәпири уйғур елидин кәтмәй қелишни қарар қилған.

Хәвәрләрдин қариғанда, йәрлик даириләр ичкиридин кәлгән бу яшларни мумкин қәдәр уйғур елида қелип, маканлишишқа риғбәтләндүрүш, буниң үчүн уларға түрлүк мумкинчилиқларни яритип, етибар бериш чарилирини қолланған болуп, мәзкур яшларниң хели көп қисими яхши мааш вә әмәлгә сазавәр болған һәтта бәзилири аилә қурған.

Истатистикилиқ мәлуматларға қариғанда, һәр йили хитай алий мәктәплирини пүттүридиған оқуғучиларниң %60 ишсиз қалидикән. Уларниң ичкиридә яхши иш орунлири тепиши қийин болғанлиқи үчүн һөкүмәтниң тәшвиқати билән 2006-йили 50 миң яш уйғур елиға беришқа өзлирини тизимлатқан.

Ғәрбий районларға ярдәм бериш пилани бойичә 2007-йили уйғур елиға кәлгәнләрниң көпинчиси уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүәнниң юртдиши йәни шәндуң өлкисидики алий мәктәпләрни тамамлиғанлар икән.Бирақ, уйғур елидики уйғур алий мәктәп пүттүргән яшлар болса, ишсиз қалмақта .(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.