Компартийигә " тоққуз баһа" вә хитайниң келәчиги
2005.04.21
2004 - Йили ноябирда елан қилинған "улуғ ера гезити" дики " компартийигә тоққуз баһа," хитай һөкүмити вә хитай җамаәтчилики арисида җидди тәвриниш пәйда қилди. Һазирға қәдәр 800 миң партийә әзасиниң киши хитай компартийисини байқут қилғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Бу мунасивәт билән алдинқи күни америкидики илмий хадимлар, мухбирлар шундақла көзәткүчиләр, пайтәхт вашингтонда муһакимә йиғини чақирип, " тоққуз баһа" вә униң тәсири тоғрисида музакирә елип барди.
Муһакимә йиғинида америкиниң венгирийидики сабиқ баш әлчиси, америка әркинлик сарийиниң муавин рәиси марк палмир, җоңго - америка иқтисади вә бихәтәрлик көзүтүш комитетиниң әзаси, дөләт мудапиә министирлиқиниң сабиқ ярдәмчи министири стефан брийән, әркинлик тәтқиқат фонди җәмийитиниң рәиси җәк веллир шундақла "улуғ ера гезити" енгилизчә басмисиниң муһәррири гарий фюрберглар сөз қилди.
Марк палмир: хитай демократийиси афғанистанниң кәйнидә қалди
Хитайда ислам диний әркинликини илгири сүрүш, бизни ислам дуняси билән бирлишиш йолида пәвқулладә пурсәт билән тәминләйду. Чүнки дуня бойичә әң еғир бесимға учраватқан мусулманлар шундақла планитимиздики әң аз әркинликкә игә мусулманлар шинҗаңда......
Марк палмирниң тәкитлишичә, хитайдики һазирқи әң җидди мәсилә диктатурлуқ астида езиливатқан пуқраларниң демократийә һоқуқи мәсилисикән. Марк палмир "диктатурлуқ еңи җаң земиндин ху җинтавға мирас қалди. Әркин вә адил сайлам арқилиқ елип берилмиған һоқуқ алмишиш, истибидат сиясәттики өзгүрүшни пәйда қилалмиди. Мухбирлар, оқуғучилар, диндарлар, яшлар ичидики сәрхилләр шундақла охшимиған көз- қараштики кишиләрни түрмигә ташлаш, тән җазаси бериш давамлишиватиду," дәп көрсәтти.
Хитай димократийиси афғанистанниң кәйнидә қалғанлиқини тәкитлигән палмир, мундақ дәйду: "мән бир китабимда сөз темисидики районларда болупму кәң мәнидики оттура шәрқ районида өзгириш ясаш муһимлиқини тәкитлидим. Биз техи йеқиндила қирғизистандин тартип афғаннистанғичә шундақла ирақ, ливан, мисир вә маракәштики бу дөләтләрниң тарихида мисли көрүлмигән зор демократик өзгүрүшләргә гуваһ болдуқ. Мәзкур районда кишиләрниң яки пүтүн дөләтниң тәрәққиятини тизгинләватқан кона сияси сестимини бикар қилиш тоғрисида бәс - муназирә қозғалди. Хитай хәлқиниң узун тарихи, илғар мәдәнийити бар, дәп қарилиду. Әмма биз саватсиз афғанларниң биләт ташлаш, өз президентини сайлаш һоқуқиға игиликини көрүватимиз. Бу һоқуқ нәччә йүз милйон хитайға рәт қилиниватиду."
Кишилик һоқуқ комитети истибдатларниң қилмишини йошуридиған орган болуп қалди
Палмир, б д т ниң кишилик һоқуқ мәсилидики роли һәққидә тохталди. Марк палмир мундақ дәйду:
- Б д т баш катипи кофи аннан, дәйду марк палмир, " у димократийә вә кишилик һоқуқ роһи, б д т ни ислаһ қилиш пиланиниң мәркизи мәзмуни, дәп көрсәтти. Болупму аннан , кишилик һоқуқ комитетини бикар қилишни оттуриға қоюп, мәзкур орган кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан дөләтләр қилмишини йошуридиған орун болуп қалғанлиқини тәқидлиди.
Җәк веллир: хитайға риган дәстурини ишлитиш керәк
Йиғинда әркинлик тәтқиқат фонди җәмийитиниң рәиси җәк веллир мундақ дәйду: "мән шуни тәшәббус қилимәнки, хитайға риган дәстурини қоллиниш керәк. Бу һуҗум позитсийисидә туруш керәк дигәнликтур. Сиз зәйтун топ мусабиқисида мудапиәдә туруп уталмайсиз. Утуш үчүн һуҗум қилишиңиз керәк. Риган дәстури бойичә хитайниң аҗизлиқини тепип чиқиш вә шу бойичә истратегийә бәлгиләп, хитайни аҗизлитиш. Мудапиәдә туруш наһайити муһим. Биз японийә, җәнубий корийә, филиппинлар билән шундақла тез арида вейтнам вә һидистанлар билән иттипақ қурушимиз керәк."
Хитайниң үч чоң әҗәллик аҗизлиқи
Доктор җәк виллир, хитайниң үч чоң әҗәллик аҗизлиқи бар, дәп көрсәтти. Веллир мундақ дәйду: " биз буни үчтә йоқ, дәп аталаймиз. Бу үч мәсилини су қиислиқи, яшларниң хотун алалмаслиқи шундақла банка сестимисидики кризискә йиғинчақлашлаш мумкин. Шимали җоңгода су түгәватиду… буниңдин кейин хитайда милйонлиған яшлар хотун алалмаслиқи мумкин. Хотунсиз яшлар хитай җәмийитидики чоң бир мәсилә болуп қалиду… әмма әң муһими банкилар. Хитайда дөләт игиликидики төт чоң банкиниң һәммиси вәйран болди...." Веиллирниң тәкитлишичә, хитайда 50 милйон 100 милйонғичә арлиқтики оттура тәбиқә кишиләр бай боливатиду, әмма бир милйон инсан намратлашмақтикән.
Веллир: уйғурларни қоллаш америкини мусулманларниң һөрмитигә сазавәр қилиду
Хитай дуня миқярисидики демократийә һәрикитиниң риқабитигә дуч келиватқанлиқини тәкитлигән веллир, уйғурлар мәсилисини америкиниң алдидики пәвқуладдә пурсәт, дәп көрсәтти. У мундақ дәйду: " хитайда ислам диний әркинликини илгири сүрүш, бизни ислам дуняси билән бирлишиш йолида пәвқулладә пурсәт билән тәминләйду. Чүнки дуня бойичә әң еғир бесимға учраватқан мусулманлар шундақла планитимиздики әң аз әркинликкә игә мусулманлар шинҗаңда......"
Бу йәрдики хәлқләр - дәйду веллир, - қазақистан, қирғизистан вә өзбекистандики хәлқләр билән охшаш тилда сөзлишиду. Улар хән миллити әмәс, түркий хәлқләр. Уларниң диний ислам, улар мусулман шундақла улар кичиккинә әркинлик тәләп қилатти, әмма уларда буму йоқ. Шуңа биз уларниң әркинликини илгири сүрүшимиз керәк. Әгәр биз шундақ қилалисақ дунядики мусулманларниң һөрмитигә еришишимиз мумкин.
Сәйшәнбә күни чақирилған бу қетимқи йиғинни "улуғ ера" гезити уюштурған. Йиғин вашингтондики мәмликәтлик ахбарат мәркизидә ечилди. (Әркин)