Японийидә уйғур тәтқиқати (1)
2007.11.26
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим йеқинқи уч һәптидин буян японийиниң һәр қайси җайлирида зиярәттә болуп, һәр саһә әрбаблири, алий мәктәп оқутқучи-оқуғучилири мутәхәссисләр һәм инсан һоқуқи паалийәтчилири вә башқиларға уйғурларниң дуч келиватқан сиясий, иҗтимаий-иқтисадий вә мәдәнийәт мәсилилирини тонуштурди. Рабийә қадир ханимниң бу паалийәтлири японийә мәтбуатлирида елан қилинип, японларниң уйғурларни билиши вә чүшиниши шуниңдәк техиму көп кишиниң уйғурлар мәсилисигә нисбәтән қизиқишиниң қозғилишида муһим рол ойнаватқанлиқи мәлум. Ундақта, японийидә уйғурлар һәққидә қизиқиш һәм тәтқиқатлар қандақ мусапиларни баштин кәчүрди?
Уйғур тәтқиқатиниң мәйданға келиш арқа көрүнүши
Һазир, японийидә уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, тили, өрп-адәтлири вә башқа мәсилилири һәққидики тәтқиқатлар хели көзгә көрүнәрлик дәриҗидә елип берилмақта.
Буниңдики асасий сәвәбни икки нуқтиға йиғиш мумкин. Бири японийидә уйғуршунаслиқниң шәрқшунаслиқ, хитайшунаслиқ, түркшунаслиқ пәнлириниң тәркибий қисими сүпитидә узун йиллардин буян изчил түрдә давамлишип, бир тәтқиқат әнәнисигә айлиниши болса, иккинчидин йеқинқи йиллардин буян уйғур ели һәм униң әтрапида йүз бәргән һәм йүз бериватқан бир қатар сиясий вәқәләр түпәйлидин хәлқара миқясида қозғиливатқан мәркизий асия җүмлидин уйғур мәсилилиригә болған қизиқиш билән мунасивәтликтур.
Доктор қаһар баратниң қаришичә, японийиниң ғәрб дөләтлиридәк тәрәққи қилиши, униң илим-тәтқиқати җүмлидин уйғур тәтқиқати үчүнму асас болған. Шуниңдәк японлардики өзлириниң келип чиқиш мәнбәсини түркий хәлқләр җүмлидин уйғурлар билән бағлишиму японийә яшлириниң уйғурларға болған қизиқиши вә тәтқиқ қилишиға сәвәб болған иди.
японийидики уйғур тәтқиқатиниң басқучлири
японийә дуняда хели бурун уйғурлар һәққидә тәтқиқат башлиған мәмликәттур. Тәтқиқатчиларниң оттуриға қоюшичә, японийидики уйғур тәтқиқати тәхминән 100 йилға йеқин тарихқа игә болуп, дәсләптә башланғанда японийидә елип берилған хитайшунаслиқ җүмлидин хитай тарихи тәтқиқати билән бағлинишлиқ болса, униңдин кейин японийә екиспедитсийичиси отаниниң өткән әсирниң 10- йиллирида уйғур диярида тәкшүрүш елип берип, нурғун мәдәнийәт ядикарлиқлирини елип кетиши һәмдә бу материяллар вә униң мақалилириниң японийә илим саһәсини җәлип қилиши билән мунасивәтлик иди. Қаһар баратниң қаришичә японийидики тунҗи, қәдимки түрк тил ядикарлиқиға аит мақалә 1900-йилиниң бешида елан қилинған иди.
японийидики уйғур тәтқиқатиниң омумий мусаписини үч басқучқа бөлүш мумкин.
Биринчи басқуч, өткән әсирниң башлиридин 1930-йилларғичә болған басқуч
Бу басқучта асаслиқ уйғур тарихи хитайчә мәнбәләр арқилиқ тәтқиқ қилинди һәмдә қәдимки уйғурчә язма ядикарлиқларму тәтқиқ қилинип дәсләпки қәдәмдә көрүнәрлик нәтиҗиләр қолға кәлди. японийә уйғур тәтқиқати 1931-йили японийә манҗурийини игиләп, манҗурийә дөлитини қурған шуниңдәк 1931-йили қумул қозғилиңи партлап, 1933-йили, 12-ноябирда қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити тәсис қилиниш билән пүтүн өлкидә мустәқиллиқ күрәшлири әвҗи алған чағларда күчийишкә йүзләнгән болуп, бу чағларда японийә империйиси мәхсус моңғулийә, тибәт вә уйғур әлини өз ичигә алған мусулманлар райониниң мәсилилиригә алаһидә көңүл бөлгән иди. Бәзи хитай тарихчилири әшу вақитларда японийиниң бу җайларда мустәқил дөләтләрни бәрпа қилиш арқилиқ, хитайни парчилаш һәм йоқитиш нийити болған дәп йезишидур.
японийә алими җүн сугавараниң баян қилишичә, һәқиқәтән 1933-1938-йиллири японийиниң афғанистанниң кабул, русийиниң новосибирск, хитайниң шаңхәй қатарлиқ җайлиридики әлчихана вә консулханилири уйғур елидики вәзийәт һәм уйғурларниң түрлүк әһвали һәққидә һәр хил материяллирини топлиғандин сирт йәнә японийә бихәтәрлик даирилири бир қисим хадимлирини уйғур елиға ахбарат топлашқа әвәткән.
Қаһар баратниң қаришичә, у чағлардики материял топлаш паалийәтлири сиясий мәвқәдин чиқиш қилинған. Бу материялларниң һазир тәтқиқ қилиш қиммити бар.
Иккинчи басқуч, 1940- йиллардин -1970- йилларғичә болған мәзгил.
Бу чағда тәтқиқат даириси асаслиқи уйғур елиниң қәдимки язма ядикарлиқлири, қәдимки мәдәнийити, тарихи һәмдә йеқинқи әсирләрдики иҗтимаий-иқтисадий әһвали вә башқа мәсилиләргә қаритилған болуп, бу дәврдә алдинқи дәврдики алимлар билән уларниң оқуғучилириниң тәтқиқати асаслиқ орунда туриду.
Үчинчи басқуч болса, 1970- йилидин һазирғичә болған арилиқтики тәтқиқатлар.
Доктур қаһар баратниң баян қилишичә, бу дәврдә йеңи бир әвлад япон тәтқиқатчилири йетишип чиққан болуп, улар һазирқи заман вә йеқинқи заман уйғур тиллирини өгинип, уйғур тәтқиқатида биваситә уйғурчә материяллардин пайдилиниш имканийитигә еришти. Бу яш қошун пешқәдәм япон алимлириниң хитай тилидин башқа йәрлик милләт тиллирини билмәслик аҗизлиқини толдуруп, улар башлап бәргән тәтқиқатларни толуқлиди вә сапасини техиму өстүрүш ролини ойниди. японлар хитай мәнбәлирини билиштә хитайдинму күчлүк болған иди.
Бир қисим япон алимлири уйғур елида уйғур тили өгәнди
Мәлумки, 80-90-йилларда бир қисим япон алимлири мәхсус уйғур елиға келип, бу йәрдә бир қанчә йил туруп, уйғур тили, тарихи вә мәдәнийитини өгәнди һәмдә тәтқиқат қилди.
Һазир, 18-19-вә 20-әсирдики уйғур язма ядикарлиқлири арқилиқ уйғурларниң иҗтимаий-сиясий вә иқтисадий һәм башқа мәсилилирини тәтқиқ қилиш шуниңдәк қәдимки түрк вә уйғур тили тәтқиқатлири японийидики әң зор күч сәрп қилиниватқан тәтқиқат саһәси болуп һесаблиниду. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатидики 10 дөләт буниңдин кейин ортақ қанун вә өлчәм иҗра қилиду
- Рабийә қадир японийиниң масәй вә ямагучи қатарлиқ җайлирида нутуқ сөзлиди
- японийә шәһәрлиридә кишилик һоқуқ паалийити
- Рабийә қадир ханим японийиниң кобе шәһиридики гакуин университетида нутуқ сөзлиди
- Уйғур мәсилиси японийә мәтбуатлирида
- японийидә, хитай вә шаңхәй гуруһидики дөләтләргә уйғурлар тоғрисида хәт йезиш һәрикити қозғалди
- Рабийә қадир ханим японийиликләрни уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди
- Дуня уйғур қурултейиниң шивитсийидики паалийәтлири
- Рабийә қадир ханим японийә зияритини башливәтти
- Асасий мәқсәт йәнила хитайға тақабил туруштур
- японийә дөләт мәҗлиси әзалиридин 160 қа йеқин киши ясукуни бузрукгаһини тавап қилди
- японийилик аял уйғурларниң дәвасини қилмақта