Уйғур елидики йеза йәр һөддигәрлик қануни уйғурларға немә елип келиду
2004.12.27
Хитай агентлиқиниң үрүмчидин бәргән мәзкур хәвиридә ейтилишичә, уйғур елидә йәрни һөддигә бериш тунҗи қетим 1982 - йили, 2 - қетим 1997 - йили башланған
Мәзкур хәвәрдә "һазир уйғур районида аилиләр бойичә йәрләрни һөддигә елип тиҗарәт қилиш асас қилинған болуп, бир туташ вә айрим һөддигә елиш бирләштүрүлгән қош тиҗарәт түзүлмиси уйғур районида асаси җәһәттин шәкилләнгән." Дәп көрситиш билән бир вақитта йәрләрни һөддигә бериштә мәвҗут болуп туриватқан нурғун мәсилиләрни ашкарилап, бәзи йеза- кәнт кадирлириниң деһқанларниң һөддигә алған йәрлирини халиғанчә тәңшәп, һөддигә елиш муддитини халиғанчә қисқартип ,түзүм бойичә һөддигә бәрмәйдиған әһвалларни оттуриға қойған.
Бу йеңи бәлгилимидә йәнә немиләр бәлгиләңән? уйғур деһқанлириниң буниңға болған қариши қандақ? америкидики уйғур обзорчиси сидиқ һаҗи рози әпәнди буниңға қандақ қарайду? буларға қизиқишиңиз мухбиримиз меһрибанниң бу һәқтики программисиға диққәт қилиң.