Хитайда бир партийә пүтүн хәлқниң йәр -зимин вә тәбиий байлиқлирини узун муддәткичә игәливалидиған әһвални өзгәртиш керәк


2006.08.08

Өз мухбиримизниң хәвәр қилишичә, хитайниң дөләт зимини- вә тәбиий байлиқлирини идарә қилиш министирлики йеқинда елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, хитайда 1996 ‏- йилидин 2005 ‏- йилиғичә болған 10 йил вақит ичидә йезиларда 120 милйон мо терилғу йәр азлап кәткән. Бу пүтүн терилғу йәр миқдариниң 6%.6 Ни тәшкил қилиду, бу мәсилә буниңдин кейин деһқанларниң көпләп ишсиз қелишини кәлтүрүп чиқирипла қалмай, бәлки җәмийәттә ашлиқ камлаш мәсилисиниму кәлтүрүп чиқириши мумкин.

Һөкүмәт хәлқниң ишәнчисидин айрилип қалди

Гәрчә һөкүмәт һазир буниңдин кейин 11 ‏- бәш йиллиқ пилан мәзгилидә терилғу йәрләрни қоғдаш түзүми қаттиқ иҗра қилиниду, дәп вәдә берип туруватсиму, әмма һазир хәлқ бу гәпкә ишәнмәйду, бәлки хәлқ ичидә һазир терилғу йәрләрниң азлап кетишини асасән һөкүмәтниң "қанунсиз йәр игәллиши" кәлтүрүп чиқарди дәп қаримақта. Шундақла хәлқ һазир бу мәсилини һөкүмәткә таянмай өзлири һәл қилишниң чарисини излимәктә.

Һазир хитайда деһқанларниң һоқуқини қоғдаш җәһәттә пидакарлиқ көрситиватқан кишиләрдин сичуән өлкисиниң зигоң наһийиси қизилбайрақ йезисидики лю җеңю әпәнди терилғу йәрләрниң "иҗаригә елиш", "гүзәл мәнзирә бина қилиш", "сода сарийи яки торалғу бина қилиш" дегәндәк намлар билән игәлливелиниш мәсилисини мулаһизә қилғанда "бундақ ишни һөкүмәт сақчилири билән қараңғу җәмийәт лүкчәклири бирлишип қиливатиду. Барғансири қәбиһлишиватиду. Бизниң йезида 8 ‏- айниң 3 ‏- күни мушундақ вәқә йәнә бир қетим йүз бәрди йүз бәрди. Йәр игәллигили кәлгәнләр наразилиқ билдүргән деһқанларни халиғанчә урди. Һөкүмәт әмәлдарлири қарап турушти, һечниемигә керәккә кәлмиди. Инкас қилсақ юқириниң кари болмиди. Мәсилиниң йилтизи мәркәздә.

"Қанунлуқ" қилиниватқан булаң-талаң

Терилғу йәрләрни мәҗбурий һалда игәлливелиш мәсилисини қандақ һәл қилиш керәклики тоғрисида шиән шәһиридики һөкүмәт билән сиясий көз қариши охшаш болмиған әрбаб ма шявминниң баян қилишичә, учур вастилири "қанунсиз йәр игәлләш" дәп атаватиду, әгәр "қанунсиз" болса юшурунрақ, һели-микри ишлитипрақ қилиши мумкин иди. Әмма һазирқи йәр игәлләшни қилчә иккиләнмәстин удул келип, тәмкин һалда, көзүңгә көрсүтүп туруп қилиду. Улар буни "қанунлуқ" дәйду. Тоғрисини ейтқанда бу бирхил "қанунлуқ" қилиниватқан булаң-талаң. Һөкүмәт гәрчә йәргә болған игилик һоқуқини дөләт игидарчилиқ қилидиған, коллектип игидарчилиқ қилидиған, дәп айрисиму, әмма игидарчилиқ һоқуқини тилға алмайла тартивеливириду. "Игидарчилиқ һоқуқи" дегәнни сән оттуриға қоялмайсән. Бу игидарчилиқ һоқуқи мәсилиси һәл қилинсила һәл болуп кетидиған мәсилиму әмәс, теги - тәктидин ейтқанда, коммунист партийиниң мустәбит түзүми шараитида сән бундақ мәсилиләрни паш қилсаңму, әрз қилсаңму ақмайду, әрзиңниму қанун органлири қобул қилмайду.

Терилғу йәрләрни һөкүмәтниң мәҗбурий игәлливелиш мәсилисини қандақ һәл қилиш керәклики һәққидә бу икки әпәндиниң бирдәк баян қилишичә, һөкүмәт өзиниң мәнпәәтини қоғдайду, имтияз игилириниң, чирик әмәлдарларниң, қараңғу җәмийәт күчлириниң мәнпәәтини қоғдайду, деһқанларниң мәнпәәтини қоғдимайду, бәлки деһқанларни учуқ - ашкара һалда болаң -талаң қиливириду, бастуривириду. Деһқанлар һазир аҗиз гуроһ . Әгәр нарази болуп әрз қилса, әрзини қобул қилмайдула әмәс, һәтта униң сәвәбиниму чүшәндүрмәйду. Улар қануний маддиларни өзини қачуриду. Әмди деһқанлар әгәр өзи деһқанлар җәмийити дегәндәк мустәқил тәшкилатларға уюшуп, өзниң мәнпәитини өзи қоғдаштин өзгә амал йоқ. Һәрхил тәшкилат қуруп өзини қоғдаш керәк. Хитайда мәйли йезида болсун яки шәһәрдә болсун, бир партийә пүтүн хәлқниң йәр -зимин вә тәбиий байлиқлирини тамамән узун муддәткичә игәливалидиған бундақ әһвални өзгәртиш керәк. Әң товән дегәндә, қанун органлири мустәқил, йүз бәргән мәсилиләрни бивастә паш қилалайдиған мустәқил учур вастилириға игә болған җәмийәтни бәрпа қилиш керәк. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.