Хитайниң йезаигилик мәһсулатлири содиси тәңпуңсиз һаләткә чүшүп қалди
2004.08.25
Хитай дөләт йезаигилик министирликиниң йеқинда елан қилған бу санлиқ мәлуматида, буйил 6 -айға қәдәрхитайда һичқачан көрүлүп бақмиған йезаигилик саһасидики импорт қилинған мәһсулатниң икиспот қилинған мәһсулаттин ешип кәткәнлики мәсилиси оттуриға қоюлуп,йеза игилик содиси җәми 3 милярд 730 милйон америка доллириға тәң қизил рәқәмгә йәткәнлики көрситилгән.
Мәзкүр министирлик елан қилған бу доклатта илгири сүрилишичә: бу йилқи йерим йил ичидә икиспорт қилинған йезаигилик ишләпчиқириш мәһсулат қиммити 10 милярд доллардин ашқан болуп, бултурқидин %11 өрлигән. Лекин йезаигилик ишләпчиқириш мәһсулатиниң импорт қилиниши %62 өрлигән болуп, тарихта һичқачан көрүлүп бақмиған юққири рикордни яратқан.Һәмдә буниң ичидә америкиниң хитайға импорт қилған йезаигилик ишләпчиқириш мәһсулатлири бултурқиға селиштурғанда, % 68 өрлигән.
Анализчиларниң көрситишичә: хитайниң диһқанчилиқ мәһсулатлири ишләп чиқиришта бурунқидәк өзини өзи тәминләш сияситини қолланмаслиқи әҗәплинәрлик иш әмәс , адәмни һәқиқәтән әндишигә селиватқини хитайниң кәлгүсидики ашлиқ ишләпчиқириш вә истимал мәсилиси . Көплигән иқтисадшунаслар : " тупрақ вә су мәнбәйиниң еғир дәриҗидә аз болиши хитайниң ашлиқ ишләпчиқиришиға зор бесим елип кәлмәктә" дәп әндишә қилмақта. Иқтисад мутәхәсислириниң билдүришичә: хитайниң бундин кейин илгирикидәк диһқанчилиқ мәһсулати җәһәттә өзини- өзи қамдиялиши наһайити тәскә тохтайдикән. Бу хил әһвал хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниму қаттиқ әндишигә қойған. Мәсилән әнгилийидә нәшр қилинидиған малийә гезитидики мәлуматта ейтилишичә: хитай дөләт рәиси хуҗинтав йеқинда мунасивәтлик орунларни йиғип, ашлиқ вә диһқанчилиқ мәһсулатлирини импорт қилишқа һәдидин ташқири йөлинивелиш мәсилиси һәққидә җиддий музакириләр елип барған.
Хитайдики ашлиқ мутәхәсислириниң көз- қаришичә :ашлиқ мәсилиси пәқәт чәтәл базарлириға йөлинивелиштәк истратигийәлик мәсилила болуп қалмастин, бәлки хитай дөләт рәһбәрликлиригә нисбәтән, ашлиқ җәһәттә өзини - өзи қамдаш мәсилиси болуп һисаплинидикән. Лекин чәтәл мутәхәсислири: " хитайниң диһқанчилиқ мәһсулати җәһәттә өзини қамдаш яки қамдиялмаслиқи анчә чоң бир мәсилә әмәс,хитай һөкүмити буни дәп тупрақ вә су мәнбәлиригә тәсир йәткүзидиған ишларни қилмаслиқи керәк. Хәлқара сода нуқтинәзиридин қариғанда, өзини- өзи тәминләш сиясити пәқәт тәвәккүл қилиштин ибарәт болған бир иш.Чүнки диһқанчилиқ мәһсулатиғатәсиркөрситидиған амилларниң һәммиси район характирлик болуп, буниңда қурғақчилиқ,су апити,мөлдүр йеғиш,кисәллик вә һашарәт зияндашлиқи қатарлиқ әһвалларниң йүз берип қелишини ойлимиса болмайду.Һазирқи йәр шари даирисидин қариғанда, диһқанчилиқ мәһсулатлирини ишләп чиқириш әһвали наһайити муқим,шуңа уни импорт қилиштин әндишә қилмай ,бәлки тупрақ вә су мәнбийигә тәсир йәткүзмәсликни ойлишиш керәк " дәп билдүрмәктә.
Чәтәл мутәхәсислириниң бундақ дийишидики сәвәп, бундин илгири хитай һөкүмити ашлиқ ишләпчиқириш даирисини кәңәйтимиз дәп,чаңҗияң дәрясиниң юқири еқинидики орманлиқниң орниға бозйәр ечип, су вә тупрақниң еғир дәриҗидә еқип түгишини кәлтүрүп чиқарған.
Зо тиән җүе әфәнди йеқинда нәшир қилған "хитайниң 2050 - йилиға барғандики йеза игилик әһвали" намлиқ китавида хитайда бир чинә гүрүч ишләп чиқириш үчүн 1920 чинә су кетидиғанлиқини мисал арқилиқ оттуриға қойған. Димәк бир тонна гүрүч ишләпчиқириш үчүн, аз дигәндә 2000 тонна су кетидикән. Шуңа су мәнбәси еғир дәриҗидә аз боливатқан хитай үчүн, диһқанчилиқ мәһсулатини импорт қилиш пайдилиқ иш болуп һисаплиниду. Лекин зо тиән җүе әфәнди йәнила хитайниң кәлгүсидики ашлиқ мәһсулати ишләпчиқириш әһвалидин әндишә қилмақта. Униң билдүришичә: 2050 - йилиға барғанда, хитайдики терилғу йәр тәхминән % 20азлайдикән. Шуниң билән бир вақитта, хитайниң йемәк-ичмәк вә йәм-хәшәк қатарлиқларни өзичигә алған ашлиққаболған иһтияҗи һазирқидин бир һәссә өрләйдикән.
Америкиниң йезаигилик министерлигидә узун йил ишлигән диһқанчилиқ мәсилиси мутәхәсиси зотиән җүе әфәндиму хитайниң ашлиқ ишләпчиқириштики өзини - өзи тәминләш сияситини қоллимайдиғанлиқини билдүрди.(Меһрибан)