Хитайда миллий зиддийәтләр күчәймәктә


2004.11.05

Һәммизгә мәлум болғинидәк, хитайдики % 93 нопусни игәлләйдиған хитайлар билән 55 аз санлиқ милләт оттурисидики мунасивәт, хитайниң җәмийәт муқимлиқи,дөләт бирлики вә хитай коминистик һакимийитиниң мәвҗүтлиқиға тәһдид елип келидиған сәзгүр мәсилә болуп һисаблиниду.

Өткән һәптә хенәндә қатнаш вәқәси сәвәбидин келип чиққан кәң көләмлик туңганлар вә хитайлар арисидики тоқунуш, хитайдики ишсизлик еғирлишиватқан, бай- кәмбәғәллик пәрқи зорийиватқан бир вәзийәттә, миллий зиддийәтниң барғансири күчийип,ашкара оттуриға чиқиватқанлиқиниң ипадиси дәп қаралмақта.

Америка мәйамий унверситети сиясий факолтитиниң профессори, хитайдики аз санлиқ милләтләр ишлири тәтқиқатчиси җун җүәйер ханим, қатнаш вәқәсиниң миллий тоқунушни кәлтүрүп чиқиришиға туңганлар билән хитайлар оттурисидики бир биригә наразилиқ туйғусиниң күчлүклики сәвәб болғанлиқини билдүрди:

ـ Қатнаш вәқәсидә адәмниң өлиши һәқиқәтән ечинишлиқ бир әһвал. Әмма бундақ бир қатнаш вәқәси адәттә пәқәт кишиләрдә ғәзәп- нәпрәтни қозғайду. Чоң көләмлик зураванлиқ тоқунушларниң келип чиқишиға сәвәб болалмайду. Шоңа мениңчә бу вәқә туңганлар билән хитайлар оттурисида өз- ара ишәнмәслик вә наразилиқ кәйпиятиниң күчлүкликини намайән қилип бериду.

Профессор җун җүәйер йәнә хитайдики миллий тоқунушни кәлтүрүп чиқарған асаслиқ сәвәбниң хитай һөкүмитиниң миллий сиясити икәнликини билдүрүп, мундақ диди:

ـ Мениңчә хитайдики миллий тоқунушниң келип чиқишидики сәвәб, аз санлиқ милләтләр, җәмийәттики мәнпәәтниң һәммисини хитайлар елип кәткәндәк, өзлири хитайдики мәнпәәт сестимисиниң сиртида қалдурулғандәк, чәткә қеқилғандәк һис қилиду. Йәнә бир тәрәптин хитай һөкүмити уларниң мәдәнийитини қаттиқ контрол қилип, нурғун хитайларни аз санлиқ милләт раюнлириға әвәтип, уларниң мәдәнийитини йоқутушқа уруниватиду.

Наразилиқ кәйпиятлар күчәймәктә

Әнгилийә б б с радио- телвезийисиниң америка ворвек унверситетиниң шәрқий асия ишлири мутәхәссиси питир фирдинантниң сөзини нәқил кәлтүришичә, йеқинқи йиллардин боян хитайдики иқтисадий вә иҗтимаий ислаһат нәтиҗисидә илгирки миллий мунасивәтләр өзгәргән.

Хитай мәркизи һөкүмити ислаһатта бир қисим һоқоқларни һәр қайси өлкилик һөкүмәткә өткүзүп бәргәндин кийин, йәрлик һөкүмәтләр аз санлиқ милләтләргә етибар бериш сиясәтлиригә сәл қариған. Бу аз санлиқ милләтләрдики наразилиқ кәйпиятларниң күчийишини кәлтүрүп чиқарған.

Буниңдин срт, хитайлар аз санлиқ милләтләргә бир тәрәплимә қарашта болуп, һәр қандақ хитай болмиған милләтни хитайниң дөләт бирликигә тәһдид елип келиду дәп қарап, чәткә қаққан.

Әнгилийә б б с радио тилвизийисиниң хәвиридә ейтилишичә, болупму уйғур ели вә тибәттә миллий зиддийәтләр һәммидин өткүр болуп, хитай көчмәнләрниң бу раюнларға кәң көләмдә еқип кириши вә шундақла уйғурлар вә тибәтләрниң хитай тилини үгинишкә мәҗбур қилинишиму бу хил зиддийәтләрниң күчийишигә йол ачқан.

Миллий зиддийәтни һәл қилишниң йоллири

Хитай ишлири мутәхәссиси җун җүәйер ханим, хитай һөкүмитиниң нөвәттә миллий туқунушни һәл қилишқа амалсиз қалғанлиқини билдүрүп, мундақ диди:

ـ Хитай һөкүмити һазир өзиму миллий зиддийәтләрни қандақ һәл қилишни биләлмәйватиду дәп қараймән. Хитай һөкүмити аз санлиқ милләтләргә болған бастурушни күчәйтәй дисә, аз санлиқ милләтләрниң хитайға техиму қарши чиқип, өз тили вә мәдәнийитидә техиму чиң туридишидин әндишә қилиду. Бипәрвалиқ қилай дисә, болупму уйғурларниң өз мәдәнийитини тәрәққий қилдуруп, яшларни тәрбийиләп чиқип, хитай һөкүмитигә қарши қозғилишидин әндишә қилиду. Хитай һөкүмити гәрчә аз санлиқ милләт раюнлирини гүлләндүрүш арқилиқ миллий мәсилиләрни һәл қилғили болиду дәп билдүриватқан болсиму, әмилийәттә ундақ қилалмайду. Чүнки кишиләр турмушта ешинғанда, башқа мәсилиләрни ойлайдиған вақти техиму көп болиду.

Америка оклән унверситетидики хитайниң миллий мәсилилири мутәхәссиси линда бәнсин болса, хитайдики нөвәттики миллий зиддийәтни контрол қилишниң асаслиқ усулиниң аз санлиқ милләтләрниң тәләплиригә қулақ селиш икәнликини билдүрүп, мундақ диди:

- Аз санлиқ милләтләр сияситидә, хитай һөкүмитиниң қилалайдиғини аз санлиқ милләтләрниң пикригә қулақ селиш. Узундин боян милләтләр өз- ара бир- биригә ишәнмәйдиған бир вәзийәт шәкилләнди. Болупму уйғурлар билән тибәтләр хитай һөкүмитиниң сияситидин интайин үмүдсизләнди. Шоңа бундин кийин хитай һөкүмити мәйли қандақ бир бәлгилимә чиқириш вә яки йеңи бир сиясәт йүргүзүштин бурун, чоқум аз санлиқ милләтләрниң пикир тәләплиригә һөрмәт қилиши керәк.

Линда бәнсинниң илгири сүришичә, әгәр аз санлиқ милләтләр өзлирини кәмситиливатқандәк һис қилса,у һалда миллий зиддийәтләр хитайдики еғирлишиватқан ишсизлиқ вә чириклик мәсилилири билән бирлишип ,хенәндикигә охшаш зораванлиқ туқунушлирини кәлтүрүп чиқириши момкин. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.