Атақлиқ шаир абдухалиқ уйғурниң туғқини билән сөһбәт
2008.01.22
20-Әсирниң башлирида яшиған атақлиқ шаир абдухалиқ уйғурниң шеирлири 1980-йилидин кейин башланғуч - оттура мәктәп дәрслик китаблириға киргүзүлгән болуп, 1990-йиллардин кейин дәрслик китаблардин чиқириветилгән. Әмма чәтәлләрдә абдухалиқ уйғурниң шеирлири башқа тилларға тәрҗимә қилинип нәшр қилинмақта.
Йеқинда түркийә баш министирлиқи тармиқидики түркийә тил тәтқиқат идариси тәрипидин абдухалиқ уйғурниң шеирлар топлими нәшр қилинди. Измир егә университети оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт тәйярлиған бу әсәр туркийидә оқурмәнләрниң қизғин алқишиға еришти. Буниңдин интайин хушал болған абдухалиқ уйғурниң туғқанлири бизгә телефон қилип тәшәккүрлирини билдүрүшти.
Биз юқиридики мәсилиләр һәққидә көз қарашлирини елиш үчүн атақлиқ шаир абдухалиқ уйғурниң чәтәлдики туғқини рухсари ханим билән сөһбәт елип бардуқ .
Төвәндики улиништин, мухбиримиз әркинниң бу һәқтики мәлуматини аңлайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркий тиллар диваниниң оргинали тор бетигә қоюлди
- Түркийә доләт министири д о қ һәйитини қобул қилди
- Түркийиниң5TV телевизийә қанилида шәрқий түркистан мәсилиси тонуштурулди
- Д у қ һәйити түркийә парламенти инсан һәқлири комисйони әзаси фарук үнсал әпәнди билән көрүшти
- Уйғур елидики уйғур зиялилириниң тәқдири һәққидә сөһбәт
- Мәрһум әдип батур розиниң нәзири берилди
- Атақлиқ язғучиси, уйғур һазирқи заман шеирийитиниң башламчи вәкиллиридин бири батур рози аләмдин өтти