Рабийә қадир: уйғур балилириниң хитай өлкилиридә җинайәт йоллириға мәҗбурлиниши бир сиясий мәсилә
2006.07.07
Йеқинқи йиллардин бери, уйғур балилирини хитай өлкилиригә алдап апирип, түрлүк җинайи ишларға мәҗбурлаш, уларниң һәқ - һоқуқлири еғир дәриҗидә дәхлигә учраш әһваллири давамлиқ тәкитлиниватқан бир мәсилә.
Гәрчә уйғур елидики бәзи кишиләр, бу мәсилини уйғурларниң иқтисадий кириминиң төвәнлики, мәдәнийәт сәвийисиниң аҗизлиқи қатарлиқ мәсилиләр билән мунасивәтлик болған бир иҗтимаий мәсилә дәп қараватқан болсиму, әмма чәтәлләрдики уйғур зиялийлири шуниңдәк уйғур паалийәтчилири, буни хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситидин айрип қариғили болмайдиған бир сиясий һәм миллий мәсилә дәп мулаһизә қилишмақта.
Уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн паал һәрикәт елип бериватқан, уйғурларниң миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, хитай өлкилиригә алдап апириливатқан уйғур балилириниң тәқдиридин әндишә қиливатқан болуп, у, мухбиримиз гүлчеһрәниң зияритини қобул қилип бу һәқтә тохталди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай өлкилиригә алдап кетилгән уйғур балилириниң тәқдир- қисмәтлиридә йәнила өзгириш йоқ
- Гуаңҗуда сақчилар тәрипидин өлтүрүлгән уйғурниң салаһийити ениқланди
- Гуаңҗуда хитай сақчилири бир уйғурни етип өлтүрди
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати дуня адәм сетиш содиси вәзийити һәққидә доклат елан қилди
- Хитайда балилар адәм бедиклириниң қолида тавар малға айланмақта
- Уйғур балилирини алдап - сетиш давам қилмақта









