Албанийидики уйғурларниң арзу - арманлири


2007.08.17

AbubekirQasim-200.jpg
Албанийәдики 5 уйғурни зиярәт. Сөздә, абабәкри қасим. Photo by RFA/Erkin Tarim

Гуәнтанамо түрмисидин қутулуп чиқип албанийигә йәрләштүрүлгән уйғурларниң тәқдири һәммә уйғур қизиқидиған вә көңүл бөлидиған мәсилигә айланған иди. Уларниң түрмидин қутулуп әркинликкә чиқиш җәрянини бәлки һәммимиз дегүдәк хәвәрләрдин қизиқиш вә тәшвиш ичидә аңлиған болушимиз мумкин.

Мана, көзни юмуп ачқучә улар албанийигә йәрлишип нормал һаят башлиғилиму 15 ай болуп қапту. Ундақта, улар албанийидә қандақ туриватиду, немиләр билән мәшғул боливатиду, бу җәрянда немиләрни һес қилди, кәлгүсидин немиләрни күтиватиду? әлвәттә радио аңлиғучилиримиз бу мәсилиләргиму қизиқиши мумкин.

Биз 8-айниң 7-күни албанийиниң тирана шәһиригә уларни йоқлап барғинимизда әбубәкри қасим башчилиқидики гуәнтанамодин албанийигә йәрләштүрүлгән 5 нәпәр уйғур билән көрүшүп улар билән юқиридики темилар асасида муңдашқан идуқ. Албанлар тил вә өрп - адәт җәһәттин уйғурларға охшимиғачқа, улар, уйәрдә нурғун қийинчилиқларға дучар боливатқанлиқини, уларниң бирдин - бир арзусиниң тили вә өрп -адити өзигә йеқин болған қериндаш, диндаш дөләт болған түркийигә келип яшаш икәнликини ейтти. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.