UAA Баш катипи алим сейтоф һүсәйин җелил һәққидә елан қилинған мақалә һәққидә тохталди
-
2006-09-05 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Канадада чиқидиған "торонто қуяш" гезитидә, петир вортиңтун аптурлиқида бир парчә мақалә елан қилинған. Аптор мақалида канада пуқраси һүсийин җелил һәққидә тохтилип, канаданиң немә үчүн һүсәйин җелилға мәсул болуши керәкликини чүшәнмәк тәс, дегән.
Униң мәзкур мақалиси уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиған болуп, күзәткүчиләрниң билдүришичә, аптор уйғурлар мәсилисини яхши чүшәнмигәнлики үчүн хата көз қарашларни баян қилған.
Америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейтоф бу мунасивәт билән, тәшкилатқа вакалитән мәзкур гезитниң тәһриригә хәт йезип, петир вортиңтонниң қаришини хитайға охшаш диктатор дөләтләр тутувалған канада пуқралирини қутулдуруш вә уларниң бихәтәрлики үчүн хәтәрлик үлгә, дәп көрсәтти. Баянтта, " һәқлиқ болмиған сәвәбләр билән чәтәлдә тутуп қелинған канада пуқралирини қоғдаш канада һөкүмитиниң асаси қанундики мәҗбурийити, " дәйду.
Бу мунасивәт билән, мухбиримиз әқидә америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәндини зиярәт қилди.