Барин қозғилиңиниң асаслиқ рәһбири зәйдин йүсүпниң сәпдиши абдуреһимҗан билән сөһбәт


2007.04.05
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

1990‏-Йили 4‏- айниң 5‏- күни йәни буниңдин 17 йил илгири уйғур елиниң барин йезисида елип берилған қозғилаң, зәйдин йүсүп башчилиқидики бир гуруп уйғур яшлири тәрипидин пиланланған болуп, зәйдин йүсүп бу қозғилаңниң тәшкиллинишидә, пиланлинишида һәмдә хәлқни бу қозғилаңға қатнишиқа қайил қилишта асаслиқ ролни ойниған. Немишқидур барин қозғилиңи йүз бәргәндин кейин чиққан хәвәрләрдә дәсләптә қозғилаңниң обулқасим исмлик бир уйғурниң башчилиқида елип берилғанлиқи билдүрүлди. Лекин узун өтмәй барин һәрикитиниң дәрвәқә зәйдин йүсүп башчилиқида елип берилғанлиқи ениқланди.

Барин қозғилиңиниң рәһбири зәйдин йүсүпниң сәпдашлириниң бери, барин һәрикитиниң һарписида барин қозғилиңини тәшкиллилгәнләр оттурисида, қозғилаң көтүрүш-көтүрмәслик мәсилиси үстидә болуп өткән муназириләрдә зәйдин йүсүпниң "бизниң асаслиқ мәқситимиз, өзимизни қурбан қилиш арқилиқ шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң мәвҗут икәнликини дуняға тонутуштин ибарәт" дегәнликини билдүргән. Барин қозғилиңиниң асаслиқ мәқсити немә иди? бу қозғилаңға рәһбәрлик қилған зәйдин йүсүп қандақ бир характергә игә иди? зияритимизни қобул қилған, барин һәрикитиниң рәһбири зәйдин йүсүпниң йеқин сәпдиши болған вә барин һәрикитиниң һарписида қозғилаң көтүрүшниң пәйти йетип кәлгән ‏- кәлмигәнлики үстидә елип берилған муназириләргә қатнашқан, һазир германийидә яшаватқан абдуреһимҗан зияритимизни қобул қилип, барин һәрикити һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.