Талантлиқ яш шаир батур розиниң туюқсиз өлүми чәтәлдә яшаватқан уйғур зиялийлириниң арисида уйғур зиялийлириниң тәқдиригә болған әндишилирини техму күчәйтти. Улар йеқинқи йиллардин буян уйғур зиялийлириниң яш турупла һәр хил типтики йүрәк кесәлликлири билән туюқсиз өлүп кетишини хитай һөкүмитиниң сияси бесими. Иҗтимаий тәңпуңсизлиқи, адаләтсиз муамилиси, пикир әркинликиниң боғулуши қатарлиқ бир қатар амиллар кәлтүрүп чиқириватиду, дәп қаримақта. Болупму бу хилдики өлүп кетишләрниң язғучилар, шаирлар, сәнәткарлар вә оқутқучилар арисида бир қәдәр көп йүз бериватқанлиқлирини тәкитләшмәктә.
Уларниң қаришичә һазир уйғур елидики зиялийларниң көпинчиси гәрчә өлүп кетиш хәвипигә душ кәлмигән болсиму, әмма роһи җәһәттин һәддидин зиядә бесимға учраш вә өзини ипадиләш җәһәттә қаттиқ сиқилиш, көз алдида йүз бириватқан наһәқчикләргә мәҗбури бәрдашлиқ бириш сәвәбидин роһи һалити вә психик җәһәттин бинормаллишип, охшимиған типтики роһи кесәлләргә гириптар боливатқанлиқлирини тәкитлимәктә. Һазир явропа дөләтлиридә яшаватқан бир уйғур зиялийси зияритимизни қобул қилип, бу һәқтики көз қарашлирини баян қилди. (ялқун)