Д у қ уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш курсиниң 2 ‏- қетимлиқ программиси үчүн тәйярлиқ көрмәктә


2008.04.01

Мәркизи америкидики демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң маддий җәһәттә қоллиши нәтиҗисидә, дуня уйғур қурултийи , уйғур рәһбәрләрни хәлқара қанун вә демократийә буйичә тәрбийиләш курсиниң 2 ‏- қетимлиқ программисини пат арида германийиниң пайтәхти берлинда өткүзүш үчүн тәйярлиқ көрмәктә.

Өткән йили ечилған биринчи қетимлиқ курс муәййән нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүп, болупму уйғур рәһбәрлирини хәлқара қанун , дипломатийә , демократийә, кишилик һоқуқ шуниңдәк бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хизмәт принсиплири саһәлири буйичә әтраплиқ мәлуматларға игә қилиш билән биргә, уйғур рәһбәрлирини хәлқара сот мәһкимиси, хәлқара адаләт сарийи, яврупа парламенти қатарлиқ орунларни зиярәт қилиш пурситигә игә қилған иди.

Биз иккинчи қетимлиқ курсиниң хизмәт тәйярлиқлири вә башқа мунасивәтлик мәсилиләр һәққидә радио аңлиғучиларға алдин учур бериш үчүн, д у қ ниң баш катипи долқун әйса әпәндини зиярәт қилишни мувапиқ көрдуқ.

юқиридики улиништин, мухбиримиз әқидәниң бу һәқтә елип берилған сөһбәтниң әмилй җәрянини аңлитимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.