Уйғур енсиклопедийиси һәққидә
2004.08.06
Инсанийәт 21-әсирниң дәсләпки басқучлирини баштин кәчүрүватқан бу күнләрдә дунядики көплигән милләтләр вә дөләтләрниң аллиқачан өзлириниң мәдәнийитини тонуштуридиған миллий қамуслирини нәшридин чиқирип болуп, техиму зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшкә тиришиватқанлиқи һеч кимгә сир болмиса керәк? әпсуски, уйғурлар гәрчә асия қитәсидики наһайити мол қәдимий мәдәнийәт әнәнилирини яратқан бир қәдимий һәм заманиви милләт болсиму, лекин таки һазирғичә өзлириниң мәдәнийитини хәлқараға тонуштуридиған миллий вә универсал қамусқа игә болалмиди.
Мундақ әһвал астида уйғур қамусини түзүш ниң зөрүрийити вә әһмийити қанчилик дегән мәсилини чөридигән һалда, америкидики ялә университетиниң оқутқучиси, доктор қаһар барат әпәнди оз пикирлири вә тәклиплирини оттуриға қойди.
Милләтшунасларниң йәкүнлиридин қариғанда; уйғурлар дунядики 2000дин артуқ милләт ичидә нопуси әң коп 100милләтниң биридур . Демәк, уйғурлар хитайда аз санлиқ милләт һесаблансиму , лекин дуня йүзидә аз санлиқ милләт дәп қаралмастин бәлки, коп санлиқ милләтләр қатариға киридикән, дунядики 200дин артуқ дөләт вә районниң игиси һесабланған хели коп милләтниң нопуси мустәқил дөлити болмиған уйғурлардин хелила аз һесаблиниду.