Муһит асрашқа худди нефит ачқанға охшаш әһмийәт бериш керәк


2006.07.18

7 ‏- Айниң 18 ‏- күни, "шинхуа тори" , "тәңритағ тори" дегән тор бәтлиридә тарим нефитлики тоғрисида икки хәвәр елан қилинди. Униңда баян қилинишичә, хитайда нефит санаити 1990 ‏- йилларда "шәрқни муқимлап, ғәрбни ечиш" дегән стратегийә буйичә тәрәққи қилдурулған иди. Кейин тарим, җуңғарийә вә турпан-қумул ойманлиқлирида нефит қедириш -ечиш наһайити тиз тәрәққи қилғанлиқтин, ғәрб нефитиниң хитайда тутқан орни өзгәрди. Уйғур аптоном районидиму нефит санаити асаслиқ санаәт болуп қалди.

Хәвәрдә баян қилинишичә, 90 ‏- йилларниң ахирида уйғур аптоном райониниң нефит кирими омуми мәһсулат қиммитиниң 10% гә йәтмәйтти. 2005 ‏- Йилиға кәлгәндә 22% кә йәткән. Хитай нефит тармақлириниң буйил баш йерим йилда қайтидин ениқлишичә, шимали тарим нефтликлиридә 925 милярд тонна нефит вә тәбиий газ записи бар икән. Бу район һазир хитай нефит санаитиниң үмид деңизи"ға айлинипту. Буниң билән хитайниң "ғәрбниң нефит вә тәбиий газини шәрққә йөткәшпиланини йигирмә йилғичә муқим давамлаштурғили болидикән.

Һазир шветсийидә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан, өзи бурун үрүмчидә нефит институтини пүттүргән һаҗи абдуришит керими әпәнди тарим ойманлиқида ечиливатқан нефит вә тәбиий газ һәққидә, өзиниң чүшәнчиси вә тәҗрибисигә асасән мулаһизә оттуриға қоюп, нефит ачқан районларда муһит асрашқа худди нефит ачқанға охшаш әһмийәт бериш керәк, дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.