Бойиға йәтмәй ана болушниң тәсирлири
2006.08.24
Өзи техи балилиқта туруп ана болғучи вә яки бала чүшүрүш опиратсийиси қилдурғучи қизлар сепигә уйғур қизлириниңму қетиливатқанлиқи, шундақла уларниң билип билмәй қилған әхмәқлиқиниң кәйнидин җисманий һәмдә роһий җәһәтләрдин қанчилик бәдәлләр төләйдиғанлиқи, әхлақ өлчими юқури, болупму бойиға йәтмигән қизларниң паклиқиға алаһидә әһмийәт беридиған уйғурларни әндишигә салмақта. Бу бир интайин чоң иҗтимаий мәсилила болупла қалмай , бу йәнә шу қиз балиларниң нумус иппити, җисманий сағламлиқи, роһий сағламлиқи һәмдә қануний һоқуқлири қатарлиқ көп тәрәплимә мунасивәтләргә игә мәсилә болғанлиқи үчүн пүткүл җәмийәт ортақ көңүл бөлүшкә тегишлик мәсилидур .
Әгәрдә бойиға йәтмигән қизлар туғут чәкләш опиратсийиси қилдурғанда қандақ ақивәтләр келип чиқиду? бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрәниң уйғур елидики мәлум дохтурханиниң туғут бөлими дохтури билән өткүзгән сөһбитидин аңлаң.