Дуня уйғур қурултийи вәкиллири шветсийәдики йешил партийисиниң ташқи ишлар сиясити муһакимә йиғиниға қатнашти
2004.08.07
Җүмә күни шветсйәниң малмо шәһиридә, йешил партийисиниң ташқи ишлар сиясити муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинға йешил партийисиниң рәһбәр вә әзалири, сиясий анализчилар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин болуп йүздин ошуқ киши қатнашқан. Йиғинға йәнә, тәклипкә бинаән дуня уйғур қурултийиниң баш тәптиши күрәш күсән, баянатчиси дилшад решит қатарлиқ 3 нәпәр уйғур вәкили қәдәм тәшрип қилди. Һәмдә улар йиғинда йешил партийисигә дуня уйғур қурултийиниң сиясий мәйданини тонуштуруш билән биргә, хитайдики азсанлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқи вә қисқа муддәт ичидә хитайниң демукратийәгә меңишини тезлитиш қатарлиқ темиларда тәләп вә пикирләрни оттуриға қойған. (Пәридә)
©
2004 Radio Free Asia