Доктор гүлчин чандарлиоғли мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи хатирә йиғинида
2006.12.27
Истанбулда чақирилған улуғ алим мәһмут қәшқири вә шәрқий түркистан мавзулуқ илмий муһакимә йиғинида илим адәмлири наһайити муһим мақалиларни оқуп өтти. Булардин бири түркийә мимар синан университети оқутқучиси профессор, доктор гүлчин чандарлиоғлуниң "улуғ алим мәһмут қәшқири вә бүгүнки қәшқәр" намлиқ илмий мақалиси иди. У мақалисини бу йил қәшқәргә елип барған зияритигә асаслинип тәйярлиған болуп, йиғин әһлиниң алаһидә диққәт етибарини қозғиди. Бүгүнки програмимизда бу мақалидин арийәләр аңлитимиз.
У сөзигә мундақ башлиди: һөрмәтлик министирим, һөрмәтлик вали, һөрмәтлик генерал вә профессор, доктор туран язган, қиммәтлик түркистан достлири вә сөйүмлүк яшлар, һәммиңларға салам. Мән 1998-йили тунҗи қетим шәрқий түркистанға бардим. У вақитта үрүмчи вә турпанни көргән идим. 2006-Йилида болса үрүмчи, турпан вә қәшқәрни көрүп кәлдим. Мән бүгүнки йиғинда бу йил қәшқәргә барған вақтимда көргән билгәнлиримни силәргә рәсимләр билән көрсәтмәкчимән".
У рәсимләрни көрситишкә башлаштин бурун бәзи нәрсиләргә изаһат берип мундақ деди:
"Асия қитәсидә түркий милләтләр яшаватқан җуғрапийә, охшимайдиған тарихи мәнбәләрдә, хитай тарихи мәнбәлиридә, ислам мәнбәлиридә, бизанс мәнбәлиридә, хәритиләрдә пәрқлиқ исимлар билән аталған. Биз бүйүк түркистан дегән йәр, көктүрк вә уйғур хақанлиқиниң һакимийитидә болған йәрләрдур. Бу йәр ислам мәнбәлиридә түркистан, бизанс мәнбәлиридә түркийә дәп аталған. Кейинки мәзгилдә түркийә сөзи ғәрб тәрәптә пәқәтла түркийиниң исмини билдүридиған аталғуға айланған. Күнимиздә чоң дөләтләр болупму оттура асияниң йәр асти байлиқлириға көз тиккән дөләтләр бу йәрни қолға кәлтүрүш үчүн муҗадилә қилишқа башлиди. Әлвәттә буларниң бешида хитай, русийә вә ғәрб дөләтлири келиду. Бу йәрдә әң чоң мәсилә кейинки йилларда бизгә түркистан исмини унуттуруш үчүн қилинған һәрикәтләрдур. Йеқин тарихимизда түркистан һәрхил сәвәбләр түпәйлидин ғәрбий вә шәрқий түркистан дәп иккигә бөлүниду. Шәрқ тәрәп хитайниң, ғәрб тәрәп болса русийиниң сияси һакимийити астиға кириду. Ғәрб мәнбәлиридә түркистанниң исми оттура асия дәп атилишқа башлайду. Хитайлар нәшир қилған китапларда болса шәрқий түркистанни шинҗаң дәп өзгәрткәнликини көривалалаймиз. Хитайчә билидиғанлар яхши билиду. Буниң мәниси йеңи тупрақ мәнисидә. Мундақчә ейтқанда, йеңи бесивелинған йәр демәктур. Бүгүн шәрқий түркистанға барсиңиз һәммә йәрдә бу йәрниң исминиң шинҗаң уйғур аптоном райони дәп йезилғанлиқини көривалалайсиз. Әмма бу районда пәқәт уйғурларла әмәс, уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ милләтләрму яшайду".
Гүлчин чандарлиоғли қәшқәр шәһири вә мәһмут қәшқириниң мазири көрситилгән рәсимләрни екранда көрситишкә башлиди.
Нәй билән челинған музика билән бирликтә сунулған бу рәсимләрдә қәшқәрдики өй-имарәтләр, коча койлар, сода сетиқ қиливатқанлар, қассап- навайлар, кичик балилар көрситилгән болуп, олтурғанларни қәшқәргә барғандәк һессиятқа кәлтүргән иди.
Биз униң билән йиғиндики сөзи аяқлашқандин кейин сөһбәт елип бардуқ.
- Һөрмәтлик профессор, доктор гүлчин чандарлиоғлу, сиз түркийидә тонулған бир тарихчи. Болупму уйғур тарихи һәққидә көп әсәрлириңиз бар. Сиз уйғур дияриға бериштин бурун уйғур дияри һәққидә нимиләрни ойлиған идиңиз. Барғандин кейин қандақ бир уйғур диярини көрдиңиз?
- Мән 40 йилдин буян шәрқий түркистан һәққидә аңлиғанлирим, оқуғанлиримға охшимайдиған бир нәрсә көрмидим. Шуңа у йәргә барғандин кейин мени һәйран қалдуридиған бир нәрсә болмиди.
- Уйғурлар бәхитлик яшавәтиптуму?
- Сирттин қариғанда әлвәттә наһайити бәхитлик. Әмма буни пүтүн хитай билән селиштурған вақтимизда уйғурларниң иқтисади җәһәттә қейин әһвалда икәнликини көрдум. Хитайниң башқа районлири наһайити тәрәққи қилған икән.
- Уйғур дияриға елип барған бу қетимқи зияритиңиздин қандақ тәсиратларға игә болдиңиз?
- Кочидики, базардики инсанлар наһайити җәсур иди. Улар билән раһәт муңдаштуқ. Әмма азрақ оқуған кишиләр, зиялиләр биз билән параңлишиштин өзини тартти. яки уларға башқичә бесим барму, уни уқалмидим. Қәшқәрниң кона кочилири, өйлири, хәлқниң турмуш адәтлири бизниң түркийәдики кишиләрниң адәтлиригә охшаш иди. Буларни көргәндин кейин мән наһайити тәсирләндим. Өз юртумға барғандәк һес қилдим.
- Сиз йенимизда бир уйғур вә хитай йолбашлиғучи бар иди, дедиңиз. У йәрдә бирәр чәклимигә учридиңларму?
- Бир чәклимигә учримидуқ. Музейларни зиярәт қилған вақтимизда рәсим тартишқа вә синға елишқа рухсәт қилмиди. Лекин коча койларда һечқандақ бир чәклимигә учримидуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Мәһмуд қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи билән өткүзүлгән паалийәттин кейинки тәсиратлар
- Истанбулда мәһмут қәшқири вә шәрқий түркистан намлиқ илмий муһакимә йиғини чақирилди
- Түркийидә "қараханийлар" намлиқ китабниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән апторни зиярәт(2)
- Түркийидә "қараханийлар" намлиқ китабниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән апторни зиярәт(1)
- Түркийидә "түркий тиллар дивани" йеңидин нәшр қилинди
- Түркийидә "мәһмуд қәшқәри вә түрк тили" намлиқ һөҗҗәтлик филим ишләнди
- "Түрки тилла дивани" ниң әсли нусхиси компютерға киргүзүлди