Шәрқий түркистан хәлқ партийиси әзаси әркин әпәнди билән сөһбәт


2006.10.23

60-Йилларда уйғур елиниң җәнуп-шималида йүз миңлиған әзаға игә болған шәрқий түркистан хәлқ партийиси хәлқиниң аһу – пәрядлириға дилкәш болуп, хитай һөкүмитиниң йүргүзүватқан нәйрәңваз зораван сияситигә қарши өз паалийәтлирини җанландурувәткән иди.

Шу йилларда вуҗудидин яшлиқ күчи урғуп турған, қәлбидә вәтән-әл сөйгүси йенип турған, әмдила 20 яшниң қарисини алған әркин ака өзи әза болуп киргән шәрқи түркистан хәлқ партийисиниң вәзипә орунлаштуруши билән тағ-даванларни атлап, қарлиқ тағлардин үтүп, сабиқ совет иттипақиға йитип кәлгән вә талай унтулғусиз тарихи қисмәтләрни бешидин кәчүргән. Вәтән сөйүп вәтинидин айрилған, нурғун тарихи вәқәләргә шаһид болған, һаятиниң көп қисми әл дәрдидә өртәнгән әркин ака һаятиниң ахирқи йиллириниму хатирҗәм өткүзүшкә несип болмай чәтәлләрдә сәрсан болушқа мәҗбур болған.

Һазир шветсийидә яшаватқан әркин ака шветсийидики ихтияри мухбиримиз ялқунниң зияритини қобул қилип, өз ниң бешидин өткүзгән кәчүрмишлирини сөзләп бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.