Екисақ һөсәйнийә мәктипиниң тарихи вә бүгүн
2006.10.12
Уйғур йеңи маарипиниң ана макани болған екисақ кәнтидики һөсәйнийә мәктипи 120йилдин артуқ тарихи җәрянида түрлүк сиясий, иҗтимаий тосалғуларниң чәклимисидин бөсүп өтүп, өзиниң мәрипәт мәшили билән уйғур хәлқини наданлиқтин қутулушқа, феодализм, мустәмликилик, истибдатлиқ үстидин исян қилишқа үндәп кәлгән иди.
Өзиниң мәрипәт уруқини пүтүн уйғур елигә чачқан бу мәктәп дәвримизгә кәлгәндә, хитай һөкүмитиниң "қош тиллиқ маарип сиясити" намидики миллий маарипни хитайчилаштуруш сиясити билән пүтүнләй хитайчә маарип елип баридиған мәктәпкә өзгәртилмәктә. Бу, хитайниң қош тиллиқ маарип сияситидин нарази болуватқан уйғурларниң йәниму күчлүк наразилиқини қозғимақта.
Бу һәқтә илгири йәни 1930 - йилларда мәзкур мәрипәт булиқиниң сүйини ичкән нөвәттә түркийиниң истанбул шәһиридә истиқамәт қиливатқан сәләй һаҗим мухбиримиз гүлчеһрәниң зияритини қобул қилип, екисақ һөсәйнийә башланғуч мәктипиниң тарихи, униң уйғур пәнний маарипида ойниған роли һәмдә униң тарихтин та бүгүнгә қәдәр хитайниң сүйқәстигә учрап келиватқанлиқлирини баян қилди.