Вәтән ичидики уйғурлар деһқанларниң қош тил өгиниши вә қизларниң хитай өлкилиридә хизмәткә орунлишиш әһвали тоғрисида тохталди
Хитай һөкүмити қош тиллиқ маарип сияситини, ялғуз маарип саһәсидә кәң қанат яйдурупла қалмай , бәлки 30 милйон йүән сәрип қилип, уйғур елиниң җәнубидики үч вилайәт вә областниң деһқанлириға қарита хитай тили өгитиш сәпәрвәрликини бу йиллиқ чоң пилан қатариға киргүзгән.
Хитай даирилириниң дәсләп оқуғучилар, кейин хизмәтчиләр, әмдиликтә деһқанларни хитай тили өгинишкә мәҗбурлиши, вәтән сиртидики уйғурларниң наразилиқиниң техиму күчийип кетишигә сәвәб болмақта. Буниңдин сирт уйғур деһқанлирини һаллиқ сәвийигә йәткүзүш дегән намда уларниң қизлирини хитай өлкилиридики завутларға ишқа орунлаштуруш мәсилисиму кишиләрниң һәр хил гуман вә әндишлирини мәйданға кәлтүрүватқанлиқи тоғрисида истансимиз мухбирлириниң мәлуматлирини изчил аңлитип келиватимиз. Әмма бу мәсилигә вәтән ичидики бир қисим уйғурлар наһайити аддий қариса, йәнә бир қисим уйғурлар һөкүмәтниң мәзкур сияситигә тақабил турушта өзлириниң илаҗисиз икәнликини билдүрди.
Биз хитай һөкүмити нурғун мәбләғ селип, хитай тили өгитишни тәшәббус қиливатқан вә қизларни көпләп хитай өлкисигә йөткәватқан җәнубий районларға телефун уруп, уларниң юқирида тилға елинған мәсилиләр үстидики қарашлирини игилидуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай вә уйғур елидә қиз-чоканлар вә балиларниң адәм бидиклиригә алдиниш хәтири ашмақта
- Хитай өлкилиридә ишқа орунлаштурулуватқан уйғур яшлирини қандақ ақивәтләр күтиватиду?
- Уйғур елидә, хитай өлкилиригә сәнәтчи қиз қобул қилиш еланлири барғансери көпәймәктә
- Чәтәлләрдики уйғур аяллар уйғур елидики аялларниң кишилик һоқуқ мәсилилиридин әндишә қилмақта
- Уйғур аптоном районида уйғур тили асасидики "қош тиллиқ маарип" қарши елиниду
- " Бир аилидин бирни" елип меңиш сиясити буйичә уйғур яшлири хитай өлкилиригә беришқа мәҗбурланмақта
- Хитай һөкүмитиниң уйғур деһқан әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткишидики мәхпий вә ашкара тәрәпләр