Хитайда вә уйғур районида күнсери күчийиватқан ишсизлиқ бесими
2004.08.20
Хоңкоңда нәшир қилинидиған "да гуң бав" жорнилида берилгән әң йеңи мәлуматта билдүрүлишичә: йеқинда хитай һөкүмитиниң әмгәк капаләт министирлики, йеза игилик министирлики, маарип министирлики, вә мәмликәтлик ишчилар уюшмиси қатарлиқ 13 орун бирликтә мәхсус йиғин ечип, мәмликәт ичидики ишқа орунлишиш мәсилиси һәққидә музакирә елип барған. Йиғинға қатнашқан хитай тәрәққият вә ислаһат комитетиниң әмәлдарлири хитайдики ишсизлиқ мәсилисиниң йәнила һәл болмайватқанлиқини оттуриға қоюп, бу йил йил ахириға қәдәр хитайдики ишсизлиқ бесиминиң техиму зор дәриҗидә күчийидиғанлиқини көрсәткән.
©
2004 Radio Free Asia