Икки шәрқий түркистан җумһурийити хатирә күни мунасивити билән доктор султан махмут билән сөһбәт


2006.11.10

Бүгүн 1933-йили 11-айниң 12-куни қәшқәрдә, 1944-йили 11-айниң 12-куни ғулҗида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң қурулуш йилиниң һарипи күни, бу мунасивәт билән икки җумһурийәт һәққидә коп санда мақалә язған түркийә тракя университети әдәбият факултети оқутқучиси профессор, доктор султан махмут әпәнди билән зиярәт елип бардуқ. У бу икки шәрқий түркистан җумһурийитиниң у дәвирдики дуня өлчәмлиригә мувапиқ демократик, дин билән сиясәт ишлирини бир биридин айриған дөләт икәнликини, 20-әсирдә дөләт қурған бундақ бир милләтниң бугүнки вәзийитиниң қаттиқ ечинишлиқ икәнликини дәп өткәндин кейин, уйғурларни ойғинишқа чақирди. Профессор, доктор султан махмут әпәнди бу икки җумһурийәтни әсләш үчүн истанбулда елип берилидиған паалийәтләр һәққидиму мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.