Һөкүмәт вә кишилик һоқуқ тоғрисидики чүшәнчидә хитайлар билән уйғурларниң оттурисида қанчилик пәрқ бар?


2006.12.22

Радиомиз мухбириниң токйодин хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити тәрипидин тақивитилгән 'җуңго яшлири' гезитиниң шөбиси 'муз точкиси' һәптилик гезитинң муһәррири ли датоң әпәнди бу һәқтә язған китаб йеқинда японийидә нәшр қилинған. Ли әпәнди японийә мухбирлар кулубиниң тәклипигә асасән токйоға келип, өзи язған китабиниң тарқитилиш мурасимиға қатнашқан. У қилған сөзидә журналистларға хитайдики реал әһвални өз хәлқиғә вә дуняға әйнән мәлум қилиш тәшәббусини оттуриға қойған. У өзиму журналистлар рас сөзләш роһи билән японийә хәлқиғә хитайдики реаллиқни тонуштурған.

Униң баян қилишичә, хитайда һазир хәлқ коммунист һөкүмитигә ишәнмәйду. Әркинлик вә һоқуқ мәсилисиму, хитайда һазир һәр бир адәмгә тәңри ата қилған әркинлик вә һоқуқни коммунист һөкүмити тартивалди, әмди уни қайтуривелиш керәк, дәйдиған яки һоқуқимизни һөкүмәтниң қайтуруп беришидин үмид күтмәй, тәңри өзимизгә бәргән һоқуқни өзимиз қолимизда чиң туруп қоллинивиришимиз керәк, дәйдиған кишиләр барғансери көпийиватиду.

Дуня уйғур қурултейиниң муавин рәиси, һазир канадада туруватқан мәһәммәт тохти әпәнди юқирида ли датоң әпәнди тонуштурған әһвал билән уйғурларниң әһвалидики пәрқләрни селиштурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.