Күрәш күсәнниң нахшисиға патент һоқуқи берилгәнлики мунасивити билән


2004.12.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Атақлиқ композитор, нахшичи күрәш күсән чәтәлгә чиққандин буян, хәлқ ирадисигә вәкиллик қилидиған нурғун җәңгивар нахшиларни иҗад қилип нәшр қилди вә сәһниләрдә орунлиди.

Йеқинда явропадики патент идариси күрәш күсәнниң "атландуқ" намлиқ нахшисиниң йигирмә нәччә дөләт вә райондики радио, телевизийиләрдә орунланғанлиқи вә униң патент һоқуқиниң қоғдалғанлиқи һәққидә ухтуруш тарқитип, униңға тегишлик нәшр һоқуқини тапшуруп бәргән.

Шветсийидики ихтияри мухбиримиз ялқун билән өткүзүлгән сөһбәттә, композитор, нахшичи күрәш күсән өзиниң вәтәндики вақитлирида патент һоқуқи әмәс һәтта иҗадийәт әркинликиниңму қаттиқ бесимға учриғанлиқини мисалға елип, өзиниң тәсиратлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.