Һаман җәңгаһта янған ялқун – күрәш күсән


2006.10.30
kuresh-kusen-150.jpg
Мәрһум күрәш күсән әпәнди 2005 – йили 30 – декабир күни әркин асия радиосида зиярәттә болған иди.

Уйғур миллитиниң һөрлүк үчүн елип барған узун йиллиқ күрәш тарихи мол өчмәс бәтләр билән пүтүлүпла қалмастин бәлки, миңлиған, йүз миңлиған қурбанларниң аққузған иссиқ қанлири , уларниң азадлиқ, әркинлик дәп товлиған хитаплири һәм нидалири билән толған. Әнә шу хитаблар вә нидалар уйғурларға өз келәчикигә нисбәтән үмид вә ишәнч роһи ата қилған болуп, бу роһни күчәйткән уйғур миллитиниң йүзлигән миллий қәһриманлири, диний вә миллий әрбаблири һәм пидакар әзимәтлириниң қатаридин ялқунлуқ композитор, от йүрәк нахшичи күрәш күсәнму орун алди. 29- Өктәбир күни уйғур хәлқиниң пидакар пәрзәнти күрәш күсәнниң ялқунлуқ йүрики соқуштин тохтиди.

Күрәш күсән 1959-йили, үрүмчидә милләтпәрвәр уйғур зиялийси султан махмут аилисидә дуняға кәлгән. Өсмүрлүк вақтида аилиси билән кучарға сүргүн қилинип, еғир күнләрни баштин кәчүргән. Күрәш күсән илгири кейин ақсу сәнәт мәктипидә вә тәрҗиманларни йетиштүрүш курслирида оқуған һәмдә композиторлуқта төт йил оқуғандин кейин, көп қирлиқ сәнәткар болуп йетишип чиққан.

Мәрһум күрәш күсән 90-йилларда сәнәт гурупписи қуруп, уйғур елини айлинип йүрүп оюн қоюп, уйғурларни әркинликкә үндәйдиған нахшиларни орунлап, зил-зилә пәйда қилғандин кейин униң паалийәтлири чәкләп қоюлған иди.

Күрәш күсән, 1996-йили вәтәндин айрилип, алди билән түркийигә, униңдин кейин қирғизистанға кәлгән һәмдә 1999-йили шветсийигә келип йәрләшкән.

Мәрһум күрәш күсән бу җәрянда 5 қисимлиқ "ойған түркистан" намлиқ CD пиластинкиси вә "кучар нахшилири", " уйғур хәлқ нахшилири" намлиқ пиластинкилирини чиқирип, уйғурларниң алқишиға сазавәр болған.

Мәрһум күрәш әпәнди актип сиясий паалийәтчи болуп, у илгири кейин дуня уйғур яшлири қурултийиниң муавин рәиси вә рәиси, дуня уйғур қурултийиниң баш тәптиши, шивитсийә уйғур комитетиниң рәиси болуп пидакарлиқ билән хизмәт қилған иди. (Үмидвар)

Мәрһум күрәш күсән әпәндиниң 2005 – йили 30 – декабир күни әркин асия радиосида лентиға елинған нахша музикилиридин:

Атуш булбулум сайраң дәптим әрзим дадәй гулайим гүлмәрәм һарвикәш нахшиси өзһал муқамидин арийә салам дәңлар йәрни сатмаңлар

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.