Уйғурлар қандақ қилғанда миллий кимликини сақлап қалалайду? (2)


2007.07.19

Мәйли уйғур елидә вә мәйли чәтәлләрдә болсун уйғурларниң кимлик салаһийәт мәсилиси үзлүксиз хирисқа дуч кәлмәктә. Вәтәндә техи рошәнлишип кетәлмигән уйғур миллй кимлики һала бугүнки күнгә кәлгәндә, аталмиш қош тил маарипи вә иҗтимаий реаллиқниң мәҗбурлиши билән, хитайчә маарипқа йүзлиниватқан уйғур җәмийитидә йәниму еғир тәһдит астида қеливатиду. Бу хил тәһдит туйғуси, һиҗрәт қилип яқа юртларда яшаватқан уйғурлардиму башқичә шәкилдә мәвҗуттур.

Чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар, уйғур муһитидин йетим һалда пәқәт оз аилисини чөридигән асаста кичик топ ичидә яшайду. Мушундақ әһвал астида, мундақ тарихи шараитта, уйғурлар зади қандақ қилғанда өз миллий кимликини сақлап қалалайду?

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар алдинқи қетимлиқ программимизда биз һазир чәтәлләрдә һиҗрәттә яшаватқан уйғурларниң миллий кимлики дуч келиватқан мәсилиләр үстидә бир қисим уйғур зиялийлири билән өткүзгән сөһбәтниң баш қисмини аңлатқан идуқ.

Әмди нөвәттики програмимизда, алдинқи қетимлиқ программимизниң давами сүпитидә, һазир германийидә яшаватқан яш тәтқиқатчи күрәш атахан билән өткүзгән сөһбәтни диққитиңларға сунимиз.

Сөһбәт җәрянида күрәш атахан һайфа университетиниң профессори иссақ шикорниң чәтәлдә яшаватқан уйғурлар миллий кимликини сақлап қелишта немиләрни қилиши керәк дегән темида йезилған муһакимә мақалисини чөридигән асаста өз пикрини баян қилди.

юқиридики улиништин, мухбиримиз җүмә бу һәқтә тәйярлиған сөһбәтниң давамини аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.