Уйғур карханичи ниһал үстүнтағ уйғурларға ярдәм қилидиғанлиқини ейтти
-
2006-07-05 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Биз бурунқи програмимизда силәргә 200 йил бурун түркийигә келип йәрлишип қалған уйғур аилисиниң әвлади болған адил үстүнтағ әпәндини тонуштурған идуқ. Адил үстүнтағ әпәнди түркийидә Green Park меһмансарайлар зәнҗириниң игиси болуп, һазир 5- меһмансарийи ишқа чүшүш алдида турмақта. Булардин башқа униң йәнә аптомобил ламписи ишләп чиқиридиған бир завутиму бар болуп, түркийидә көзгә көрүнгән карханичилардин биридур.
Адил әпәндимниң қизи ниһал үстүнтағ болса ширкәтләр гуруһиниң иҗраийә һәйәт әзаси болуп, у әнқәрәгә кәлгәндә радиомизни алаһидә зиярәт қилди вә уйғур қериндашлири һәққидә мәлумат алди. Биз ниһал үстүнтағһ ханимниң радиомизға кәлгәнлики мунасивити билән униң билән сөһбәт елип бардуқ.
Әркин тарим: Һөрмәтлик ниһал ханим, алди билән өзиңизни радио аңлиғучиларға тонуштуруп өтсиңиз қандақ?
Ниһал ханим: силәргә рәхмәт ейтимән. Силәр билән тонушуш мән үчүн буюк бир шәрәп вә бәхит. Мән 1975-йили истанбулда туғулдум. Истанбул университети игилик башқуруш факултетини пүттүрдүм. 10 Йилдин буян саяһәтчилик кәспидә ишләватимән. 3 Йил малийә вә банкиларда ишлигән идим, кейинки 10 йилдин бәри дадамниң йенида саяһәтчилик ишлирида ишләватимән. Бир дадиниң йенида ишләшниң қийинчилиқи һәм асанлиқи билән йолумға давам қиливатимән.
Әркин тарим: Һөрмәтлик ниһал ханим, ширкитиңизниң ишлиридин бизгә мәлумат бәргән болсиңиз?
Ниһал ханим: бизниң истанбулда 3, кочаәли машукийәдә бир болуп, җәми 4 меһмансарийимиз бар. Адәттә шәһәр меһманһаничилиқи билән шуғуллинимиз. Биринҗи меһманһанимиз 1995-йили истанбулниң мәркизи таксимдә башлиған. Бу саһәгә киришимиз рәһмәтлик җумһур рәиси тургут өзәлниң тәшвиқ қилиши билән болған, чүнки уму малатялиқ иди. 2001-Йили иккинчи меһманимизни истанбулниң мәртәр дегән йеридә ачуқ. Бу йәрдә чоң йиғин заллири, тәнтәрбийә кулуплири, сағламлиқ вә гүзәллик мәркәзлири бар. Бу йәрниң алаһидилики истанбулдики ататүрк хәлқаралиқ айродромға йеқин болушидур. 2003- Йили истанбулниң асия яқисидики бостанҗи дегән йәргә йәнә бир 5 юлтузлуқ меһманхана салдуқ. 4-Меһманһанимиз истанбулға бир саәтлик йол болған измит кочаәлидә тағқа селинған меһмансарайдур. Бу йәр кар тейилиш мәркизи болуп, 12 ай бойичә хизмәт қилиду. Бу йәр тағ бешиға җайлашқанлиқи үчүн тәбиәтниң путун гүзәлликини көргили болиду. Меһманһаниға бара бармайла бурнинғизға қәләмпур вә җигдә пурақлири пурашқа башлайду. У йәрдә қишта қар тейилишқа, аршаңға киришкә болиду. язда болса тәнтәрбийә түрлири билән шуғуллинишқа, дала тамиқи қилишқа, сап һава йегили болиду. Машукийә теғи демәк, ашиқ мәшуқлар теғи демәктур. Шуңа бу йәр толиму романтик. Дәм елиш вә саяһәт үчүн бәкму уйғун. Бу йәрдә чоң вә кичик типтики йиғин заллиримиз бар. Шуңа бу йәрдә һәрхил йиғин ечишқа болиду. Уйғур меһманлиримизниң бу йәргә келишини қизғин қарши алимиз.
Әркин тарим: Сиз бу ширкәтләр гуруһида немигә мәсул болуп ишләйсиз?
Ниһал ханим: мән биринҗи дәриҗидә мәсул болған 4 бөлүм бар. Биринҗиси елан вә хәлк билән мунасивәтләр, иккинҗиси билим вә технологийә, үчүнчиси, малийә, төтүнмҗиси хизмәтчи хадим қобул қилиш, уларни тәрбийәләштин ибарәт. Һәркимниң талантиға қарап туруп иш бериш бәк муһим. Кишиләрни қабилийитигә қарап туруп ишлитиш керәк. Бу хизмәтниң үнүмини арттурушта бәк муһим.
Әркин тарим: Һөрмәтлик ниһал ханим, дадиңиз адил үстүнтағ билән елип барға н сөһбитимиздә у бовисиниң уйғур дияридин кәлгәнликини, у йәрдә игиз бир тағ болғачқа фамилисиниң үстүнтағ икәнликини сөзләп бәргән иди. Сиз буларни биләмсиз?
Ниһал ханим: әлвәттә билимән. У йәрләр мениң әсли тупрақилирим, мән кәлгән тупрақлар. У йәргә барған болсам толиму мәмнун болаттим. Мениң көзүм түркләргә нисбәтән бираз кичик. Шуңа улар бир қараштила мәниң у йәрлик икәнликимни биливалиду. Ана тупрақлиримизни көрүш пурситигә еришишни толиму арзу қилимән. Ама җәмәтим һәққидә җиқ мәлуматқа игә болуш, издиниш пурситим болмиди. У йәрләрни берип чоқум көримән. Қолумдин келишичә ярдәм қилимән.
Әркин тарим: Бүгүн уйғур дияридин башқа дуняниң һәрқайси дөләтлиридә уйғурлар яшайду. Сиз билән тонушушни арзу қилғанлар сиз билән алақә қурсунму?
Ниһал ханим: мән бу йәрдин һәммисигә салам йоллаймән. Аллаһ уларни оз панаһида сақлисун. Улар мениң қериндашлирим. Қачан түркийигә кәлсә, истанбулға йоли чүшсә мәни издисә болиду. Мениң телефон номурум:
Әркин тарим: Әң ахирида радио аңлиғучилиримизға нимә демәкчисиз?
Ниһал ханим: силәрни тонуғанлиқимдин бәк мәмнун болдум. Һәммиңларға һөрмәтлиримни вә саламлиримни йоллаймән. Һәммәйләнни бу йәрдә күтимән. Мәнму әң қисқа вақит ичидә чоқум у йәрләргә берип қериндашлирим билән юз көрүшүшни арзу қилимән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидики тонулған уйғур карханичи адил үстүнтағ билән сөһбәт
- Түркийидики уйғур тәшкилатлири турк дуняси фестивалға қатнашти
- Шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ тәшкилати мунәввәр уйғур оқуғучиларни мукапатлиди
- Уйғур вәкиллири токат түркмән фестивалға қатнишип уйғур мәсилисини аңлатти
- Шәрқий түркистан вәхпи 17 кишилик һәйәт билән хәлқара фестивалға қатнашти
- Түркийидики уйғур оқуғучилар тәнтәнилик мурасим билән диплома алди
- Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бирла вақитта 2 фестивалға қатнашти
- Түркийидә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәсмий қурулди
- Уйғурлар түркийидә хәлқара фестивалға қатнашти
- Түркийидики уйғурлар түрк дуняси әдәбият сәнәт көрикигә қатнашти
- Хәйрулла әпәнди түркийә ташқи ишлар министири абдуллаһ гүл билән көрүшти
- Түркийиниң азадлиқ урушида түркистанлиқлар (2)
- Түркийиниң азадлиқ урушида түркистанлиқлар (1)
- Түркийидә алаһидин әратна уйғур дөлити һәққидә китаб нәшр қилинди
- Түркийиниң уйғур наһийисидики уйғурларниң арзулири әмәлгә ашарму?