Норвегийидики вәтәнпәрвәр уйғур қиз нилуфәр


2006.12.22

1949 - Йили уйғур вәтини коммунист хитай һакимийитиниң томур тапини астиға чүшкәндин кейин, әйса йүсүп алиптекин, муһәммәт имин буғраға охшаш пешивалиримиз, "вәтән үчүн вәтәндин айрилип" чәтләрдә уйғур дәвасини башлиған вә пүтүн һаятини бу муқәддәс дәва сәрип әткән иди. Мана бүгүн әҗдатлиримиз башлиған бу бүйүк дәва күндин – күнгә күчийип дуняға кәң тонулушқа башлиди.

Уйғур дәвасиниң бүгүнгичә йетип келиши вә техиму күчийишидә әләвәттики дәва ишлиримизға баш болған йәтәкчилирмизниң, тәшкилатчи-тәрғибатчилиримизниң ойниған ролиниң пәвқуладдә зор. Шуниң билән биргә уларға әгәшкән, өзлириниң вәтән-милләт алдидики виҗдани бурчини тонуп, дәва ишлириға куч қошқан, түрлук йоллар билән ун-түнсиз пидакарлиқ көрситип кәлгән ғурурлуқ кишилиримизниң әҗир вә тоһпилириму товән мөлчәрлигили болмайду.

Һазир норвегийидә яшаватқан нилупәр дәл әнә әшундақ дәва ишлиримизға өзини атиған ғурурлуқ яшлиримиздин бирси. Йеши әмдила 20 дин һалқиған нилупәр норвегийидә хитайға қарши елип берилған һәр қетимқи намайишта болсун яки башқа паалийәтләрдә болсун һәмишә сәпниң алдида. Бу йил 10-айниң 1-куни хитайниң дөләт байрими мунасивити билән осло шәһридә өткүзүлгән дағдуғилиқ намайиш вә коча йүрүшидә, у өзлигидин бирмунчә әҗир қилип ясап чиққан қара гүлчәмбирәк хитай әлчиханиси алдиға қоюлуп вәтәндашлирини қаттиқ тәсирләндурди.У йәнә норвегийигә кәлгинигә әмдила бир йил болишиға қаримай, норвегийә тилини тиришип өгинип, уйғурлардин тунҗи болуп норвегийә тилида уйғурларни тонуштуруп мақалә йезип норвегийә гезитидә елан қилди. Ундин башқа нилупәр йәнә вәтән –милләт, милли ғурур вә әдәп әхлақ темисида өткүр шеирларни йезип, түрлүк сорунларда дикламатсийә қилип җамаәтчилик арисида күчлүк тәсир пәйда қилди.

Биз нилупәр қизниң вәтән-милләт һәққидики пикир-чүшәнчилири, ғайә-мәқсәтлири, шуниңдәк муһаҗирәттә яшаватқан вәтәндашлириға ейтидиған тәвсийә һәм тәләплири билән чоңқуррақ тонушуп чиқиш үчүн уни бивастә зиярәт қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.