Уйғурларниң дости, түрк очақлири җәмийити нури гургур әпәнди билән сөһбәт
2006.08.23
Түркийиниң әң узун тарихқа игә аммиви тәшкилатидин бири болған түрк очақлири җәмийити башлиқи, түрк юрти жорнилиниң баш тәһрири, түрк очақлири маарип вә мәдәнийәт вәхпиниң қурғучиси, әнқәрә сода уюшмисиниң мәҗлис башлиқи нури гургур әпәнди билән түрк очақлири җәмийити вә уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
Һөрмәтлик нури гургур әпәнди, түрк очақлири қачан қурулған, қурулуш мәқсити немә? бу һәқтә қисқичә мәлумат бәрсиңиз?
Түрк очақлири бир әсирлик тарихқа игә болған бир аммиви тәшкилат болуп, 1912-йили қурулған. 1912-Йили түрк миллити үчүн һәл қилғуч бир йил иди. Чүнки түрк миллитиниң йәр йүзидә мәвҗут болуп туралайдиған яки туралмайдиғанлиқимиз бәлгилинидиған бир йил иди. Мана мушундақ бир вәзийәттә истанбулдики милли ғурурға игә зиялилар түрк мәдәнийитини, тарихини яшитиш үчүн бир аммиви тәшкилатқа еһтияҗ барлиқини һәс қилип, түрк очақлири тәшкилатини қуруп чиққан икән. Түрк очақлириниң әң муһим алаһидиликлиридин бири пәқәтла истанбулдики түрк мәдәнийитини әмәс, путун дунядики түркий милләтләрниң мәдәнийитини қоғдаш, тәрәққи қилдуруштин ибарәттур. Шуңа у йилларда түрк очақлириниң қурғучилириниң көпи қирим, азәрбайҗан, қазан қатарлиқ йәрләрдин кәлгән зиялийлардин тәркип тапқан икән.
Һөрмәтлик нури гургур әпәнди, у мәзгилләрдә түрк очақлири түрк дунясиға қарита қандақ хизмәтләрни ишлигән икән?
Түрк очақлири у мәзгилләрдә османли земиниға йеқин җуғрапийидин башлап та шәрқий түркистанғичә болған земинлар билән алақә қурған. Мәсилән, 1915-1916-йиллири османли империйиси уруш қиливатқан мәзгилдиму зия гокалп билән генерал талат паша шәрқий түркистанда оқутқучиларниң кәмчилликини һәс қилип түрк очақлари арқилиқ қәшқәргә оқутқучи әвәтип мәктәп ачқан икән. Мән бу мисал арқилиқ шуни димәкчимәнки, түрк очақлири җәмийити пәқәтла түркийидила әмәс, путун түрк дунясида хизмәт қиливатқан әң чоң аммиви тәшкилатлаттур. Бизниң мәқситимиз, йәршарилишиватқан күнимиздә түрк кимликини, түрк мәдәнийитини күчәйтиш вә қоғдаш үчүн путун түрк дунясида паалийәт елип бериш, яшларға өзиниң тарихини, мәдәнийитини, өрп вә адәтлирини өгиништин ибарәт. Әгәр түрк дунясида бирлик, иттипақлиқ әмәлгә ашса хәлқимиз демократик, әркин бир сәкилдә яшиялайду. Дуняниң нурғун йәрлиридики түркий милләтләр әркинликигә, инсандәк яшаш һоқуқиға игә болди. Һазир бу һоқуқтин пәқәтла шәрқий түркистанла мәһрум қалди. Шуңа шәрқий түркистан мәсилиси пәқәт түрк алиминиң әмәс, бәлки путун дуняниң көңүл болишиға тегишлик мәсилә.
Сиз хитайларниң түркийигә бесим ишлитишигә қаримастин 1998-йили дуня уйғур яшлири қурултийиниң түркийидә чақирилиши үчүн шараит яритип бәрдиңиз. Кейинки йилларда шукран күни үчүнму залиңизни орунлаштуруп бәрдиңиз. Сизниң уйғурларға қиливатқан ярдимиңиз бундин кейинму давам қиламду?
Түркийидә яшайдиған шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз биздин ярдәм сориғанда ярдәм қолимизни сунишимиз керәк. Шуңа биз у вақитта керәклик шәрт шараитни яритип бәргән идуқ. Бу паалийәтниң уюштурилидиғанлиқи һәққидики хәвәр чиққандин кейин түркийидики хитай әлчиси дәрһал һәрикәткә өтуп, дөләтлик орунларға вә әнқәрә шәһәрлик һөкүмәтләргә һәтта ахбарат вастилириғичә берип бу йиғин ечилған тәқдирдә түркийә билән хитай арисидики мунасивәтниң бузулидиғанлиқини баһанә қилип йиғинни тосушқа тиришти. Хитайниң бу бесимидин кейин һөкүмәт бираз әнсириди вә йиғинни ачмаслиқимизни тәләп қилди. Әмма биз бу йиғинниң инсанлиқ алими үчүн вә миллитимиз үчүн чақирилиши керәк болған бир йиғин икәнликини дидуқ вә йиғинни ачтуқ. Әслидә йиғинда есиш үчүн нурғун шәрқий түркистан байрақлири ясалған иди. Әмма хитай әлчиликиниң еғир бесими билән сақчилар ариға кирип йиғинда байрақни асқили қоймиди. Гәрчә йиғинда байрақ асалмиған болсақму йиғиндики миңларчә кишиниң йүрики бир шәрқий түркистан үчүн соқти. Буниң башта әйса йүсүп алиптекин, осман батур болуш билән бирликтә бу йолда шеһит болған барлиқ қәһриманларниң роһини шатландурғанлиқиға ишинимиз. Бүгүн хитайларниң шәрқий түркистанда елип бериватқан зулуми әнқәрәдә раһәттә яшаватқан бизләрни қаттиқ биарам қилмақта. Биз шәрқий түркистанлиқларға қиливатқан ярдимимизни өзимизниң бурчи дәп қараймиз. Бундин кейинму шәрқий түркистан дәвасиға қолимиздин келишичә ярдәмгә давам қилимиз.
Рфа: сиз уйғур мәсилисини әң яхши билидиған, өмүр бойи аммиви тәшкилат хизмити билән шуғулланған бир кишисиз. Уйғур мәсилисини дуняға тонутушта шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириға қандақ тәвсийәлириңиз бар?
Алди билән шуни демәкчимәнки, америкида, явропа дөләтлиридә оқуған уйғур түрклири җәмийәттә наһайити юқири орунларға игә боливатиду. Уйғурлар һазир чәтәлләрдә актип бир һалға кәлди. Муһим болғини чәтәлдики бу уйғурларниң шәрқий түркистан мәсилисини дуня җамаәтчиликигә аңлиталишидур. Буни аңлитиш үчүн әлвәттә иттипақлиқ наһайити муһим. Бу пәқәт уйғурлар арисидила әмәс, путун түркий милләтләр үчүнму зөрүр. Иттипақлиқ мәсилисини дәрһалла һәл қилғили болмайду. Буниңға вақит керәк. Әмма буниңдинму муһим болғини бу мәсилини қандақ тонутуш. Һазир мәзлум милләтләрниң мәсилиси дунядики демократик, мәдини милләтләрниң ортақ мәсилисигә айланди. Шуңа уйғурлар бу мәсилини хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири, инсан һәқлири паалийәтлири елип бериватқан башқа чоң тәшкилатларға системилиқ һалда сунуш арқилиқ авазлирини дуня җамаәтчиликигә аңлиталайду һәм дуня кун тәртипигә әпчиқалайду. Буниң билән шәрқий түркистандики бесимниң азийиши үчүн дуняниң ярдимигә еришәләйду. Шуңа мән уйғурларниң америка башта болуш билән бирликтә хәлқаралиқ чоң тәшкилатларға қарита җидди хизмәт ишлиши керәкликини демәкчимән. Чәтәл тили яни инглизчә, франсузчигә охшаш дуняви тилларни яхши билиши, у тил арқилиқ авазлирини аңлитиши керәк. Бу давани қилғанда һәргизму зерикмәслик керәк. Зерикмигән, терикмигәндила бир ишни башқа елип чиққили болиду. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз һәргизму ялғуз әмәс. Путун дуня хәлқи уларниң йенида болидиғанлиқиға ишәнчим камил.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурларға қизиққан түркологийә һәвәскари лоқман баран билән сөһбәт
- Түркийә милләт партиси башлиқи айқут әдибали әпәнди билән уйгур мәсилиси һәққидә сөһбәт
- Түркийә җумһурийити сабиқ ташқи ишлар министири мурат қараялчин билән сөһбәт
- Түркийидики әң чоң гезитләрдин "сабаһ" гезитидә 3 күндин буян уйғур дияри
- Түркийиниң авази радиосиуйғур дияриға радио аңлитиши беришкә тәйярлиқ қилмақта
- Уйғур вәкиллири токат түркмән фестивалға қатнишип уйғур мәсилисини аңлатти
- Түркийидики уйғур оқуғучилар тәнтәнилик мурасим билән диплома алди