Хитай һөкүмити немә үчүн уйғур елидә армийини һимайә қилиш нәмуничисини көтүрүп чиқириду?

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә қадир бақи исимлик бир уйғурни армийәни һимайә қилиш нәмуничиси қилип, ахбарат вастилири арқилиқ кәң түрдә тәшвиқ қиливатқанлиқи әркин асия радийоси арқилиқ оттуриға чиққандин кейин, бу вәқә чәтәлләрдики уйғурларниң алаһидә диққитини қозғимақта. Улар уйғур районидики хитай армийиси уйғурлар һимайә қилишқа мунасип армийиму? нимә үчүн бүгүнгә кәлгәндә уйғур раюнида аталмиш армийәни һимайә қилиш нәмуничиси қадир бақиға охшаш бир типни көтүрүп чиқиш хитайларға зөрүр болуп қалди. Хитай бу арқилиқ нимә мәқсәткә йәтмәкчи? һазир уйғурлар билән уйғур районидики хитай армийисиниң мунасивити қандақ? дегәндәк бир қатар мәсилиләр үстидә муназирә қилмақта.

Илгири хитай армийисидә хизмәттә болған, һазир канадада яшаватқан уйғур зиялийси мәмәт турсун әпәнди бу мунасивәт билән ихтияри мухбиримиз камил турсунниң зияритини қобул қилип, хитай армийиси һәққидә тохталди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org