Түркийидә "қараханийлар" намлиқ китабниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән апторни зиярәт(1)
2006.10.18
Азәрбайҗанлиқ тарихчи әкбәр нәҗәф язған "қараханийлар" намлиқ китап истанбул сәләнгә нәшрияти тәрипидин нәшир қилинди. Китап 422 бәттин тәркип тапқан болуп, қараханийлар дөлитиниң алдинқи 200 йиллиқ тарихи шәриһләнгән. Китап кириш соз қисмидин башқа йәнә 5 бөлүмдин тәркип тапқан болуп, булар қараханийлар дөлитиниң исми вә йилтизи, буюк қараханийлар дөлити, буюк қараханийлар дөлитиниң ғәрби қисми, буюк қараханийлар дөлитиниң иккигә бөлүнүши, қараханийлар дөлитиниң шималдики қошнилири қатарлиқ бөлүмләрдин ибарәт.
Тарихчи әкбәр нәҗәф әпәнди өзиниң бу китабни һазирғичә нәшир қилинған қараханийлар тарихиға аит китаблардин пайдилиниш арқилиқ язғандин башқа, қараханийлар дөлити мәзгилигә аит қолязмиларға асаслинип язғанлиқини, 840-йилидин 1042-йилиғичә болған мәзгилниң тарихини айдиңлитишимиз үчүн наһайити яхши мәнбә икәнликини ейтти. Биз қараханийлар китабиниң аптори әкбәр нәҗәп әпәнди билән бу китап вә қараханийлар дөлитини чөридигән һалда сөһбәт елип бардуқ.
Әкбәр нәҗәп әпәнди, китабиңизни тонутуштин бурун һазирғичә язған әсәрлириңиз һәққидә қисқичә мәлумат бәрсиңиз қандақ?
8 Йилдин бәри мән үстидә издиниватқан әсәр қараханийлар иди. Буниңдин башқа түркмәнистан тарихи һәққидә бир китабим бар. Йәнә тәрҗимә әсәрлирим бар. Буларниң копи оттура әсир түрк тарихиға аит. Мениң йәнә азәрбайҗан вә иран һәққидиму тәрҗимә әсәрлирим бар.
Сиз бир азәрбайҗанлиқ язғучи болуш сүпитимиз билән қараханийлар һәққидә китап йезиш пикри сиздә қандақ пәйда болған?
Түрк ислам тарихида узун өмүргә игә болған икки дөләт болған. Буниң биринҗиси османли империйиси болуп 600 йил һөкум сүргән. Иккинҗиси болса қараханийлар дөлити болуп 400 нәққә йил һокум сүргән. Османли тарихи һәққидә нурғун тарихи әсәрләр йезилған болсиму, қараханийлар тарихи һәққидә унчә коп әсәр йезилмиған. Мән университет йиллиримдин тартип тарихқа қизиққачқа қараханийлар дөлити һәққидә издинишкә башлидим. Узун йиллар издиниш нәтиҗисидә бу китабни яздим.
Қараханийлар дөлитиниң қурғучилири ким? қараханийлар исми нәдин кәлгән?
Очуқчә қилип ейтқанда, тарихта қараханийлар дөлити дәйдиған бир дөләт йоқ. Қараханийлар дегән исим 1870-йилларда гирговя исимлик бир рус тарихчиси қараханийлар дәвригә аит материяллар үстидә издиниватқанда османли тарихчиси мунәҗҗим бақиниң қараханийлар дөлитиниң унванлирини қарахани дәп язғанлиқини көриду. Шуниң билән у бу дөләтниң исмини қараханийлар дөлити дәп йезишқа башлайду. Әслидә тарихта биз билидиған қараханийлар дөлити мәһмут қәшқириниң әсәрлиридә тилға елинған хақанийә дөлитидур. Бу дөләтниң қурулуши 840-йили йәни уйғур дөлитиниң ағдурулған вақтиға тоғра келиду. Қараханийлар дөлити 840-йили елан қилинған иди. Әрәп вә фарс тарихчилири қараханийлар дөлитини қарлуқларниң қурғанлиқини язиду. Бу дөләтниң қурғучилири қарлуқлардин башқа йәнә уйғурлар, кара яғмилар, түргишләр, оноклар, оғузлар, пәчәнәкләрдур. Мана булар һәммиси қараханийлар исми астида топланған. Бугүнки уйғур тарихчилири уйғур тарихини язғанда уйғур сөзини коп тәкитләйду. Әмма бүгүнки уйғурлар билән қәдимқи уйғурлар арисида пәрқ наһайити чоң. Чүнки, 840-йилида уйғур дөлити ағдурулғандин кейин уйғурлар тәрәп тәрәпкә тарқилип кәткән. Һәтта моңғул армийиси билән бирликтә анатолийә йәни бугүнки түркийә земинигичә кәлгән. Уйғурлар қараханийлар дөлити мәзгилидә қайтидин күчләнгән.
Қараханийлар дөлитиниң омуми түрк тарихидики орни нимә сизчә?
Түрк тарихи билән шуғуллинидиған путун тарихһчилар қараханийлар тарихини түрк тарихиниң йеңи бир дәври дәп қарайду. Қараханийлар мәзгилидин сәлчуклу, османли империйисиғичә болған дөләт түзүмлирини тәтқиқ қилидиған болсақ, һәммисиниң асасида қараханийлар дөлитиниң дөләт түзүмини көривалалаймиз. Қараханийлар дөлити мәзгилидә мусулманлиқ билән түрк әнәниси устилиқ билән бирләштүрүлгән. Сәлчуклу билән османлиниң дин вә дөләт оттурисидики мунасивәт шәкли та қараханийлар дәвридә шәкилләнгән иди. Қараханийлар дөлити мәдәнийәт ғәзисини мирас қалдурған иди. Бу мәзгилдә түркчә йәни хақанийә тили рәсмий дөләт тили болуп ишлитилгән болуп, "түркий тиллар дивани", "қотадғубилик", "әтәбәтул һақайиқ" қа охшаш әсәрләр мәйданға кәлгән. Бу, қараханийлар дөлитиниң мәдини вә идари җәһәттин йүксәк аң сәвийигә игә икәнликини көрситип бериду.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидә өсмүрләр үчүн "динимни өгинимән" намлиқ китаб нәшр қилинди
- "Уйғурларниң қисқичә тарихи" вә "хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичилики" германийидә
- "Қараҗүлдики җәң" намлиқ әсәр нәширгә берилди (2)
- "Қараҗүлдики җәң" намлиқ әсәр нәширгә берилди (1)
- "Дуняда тоқунуш болған районлар" намлиқ китапта уйғур мәсилисигә кәң көләмдә йәр берилгән
- "20 - Әсир уйғуристан намайәндилири" нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән батур әршидонуфни зиярәт
- "явропадин асияғичә мәсилилири болған түрк районлири" намлиқ китап нәширдин чиқти
- "Шәрқий түркистан хәлқиниң мустәқиллиқ күриши вә униң келәчики" нәшрдин чиқти