Хитай һөкүмити йеқинда йәнә қәшқәрниң тоққузақтин йүзлигән уйғур қизлирини ичкиригә елип кәткән
2007.07.23
Радиомизниң һәқсиз телефон ленийиси арқилиқ телефон қилған бир уйғур әрниң баян қилишичә, хитай һөкүмити йеқинда йәнә қәшқәрниң тоққузақтин йүзлигән уйғур қизлирини ичкиригә елип кәткән. Кимки қизини ичкиригә әвәтишкә рази болмиса, алди билән деһқанларға өй селиш үчүн берилиду дәп елан қилинған 14 миң данә хиш униңға берилмәйдикән.
Униңдин кейин йәнә башқа шәкилдики җазаларға учрайдикән. Ичкиригә елип келингән уйғур қизлири болса қаттиқ нәзәрбәнт астида туридикән. Уларниң уруқ-туққанлириму удул берип йоқлап -көрүшүп келәлмәйдикән. Әгәр улар әркин телефон қилип өз әһвалини сртқа ейтса, һәрхил җәриманигә учрайдикән.
Хитай һөкүмити һазир уйғурлар һәққидики учурларни техиму қаттиқ контрол қилишқа башлапту. Уйғурларниң һазир ички өлкиләрдики аммивий телефонханилардин сртқа телефон қилишиму наһайити қейин болуп қалған.
юқиридики улиништин, мухбиримиз вәлиниң у киши билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Куча хәлқиниң наразилиқидин дуня хәвәрдар болди
- Куча наһийисидә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиши елип берилған
- Һашар - у қул әмгики
- Хитайниң уйғур қизлирини хитайға йөткәш сиясити қирғизистан уйғурлириниң әйиблишигә учриди
- Хитайдин қечишқа мәҗбур болған бир уйғур ишләмчи қизниң сәргүзәштиси
- Америка : уйғур қизларни ичкиригә мәҗбурий йөткәш адәм әткәсчиликиниң бир түри
- Ешинчи әмгәк күчлири дәп қаралған уйғур қизлири нимә үчүн өз юртлириға ишқа орунлаштурулмайду?
- 2000 Қизни өз юртиға ишқа орунлаштуруш билән хәлқниң наразилиқини пәсәйткили боламду?
- Хитай өлкилиригә ишләмчиликкә йөткиливатқан уйғур қизларниң қануний һәқ - һоқуқиға ким капаләтлик қилиду?
- Хитайда бала қуллар һәққидә чиққан йеңи нахша
- Һалакәткә дуч кәлгән уйғурлар
- Ашкариланған сирлар - йәркәндин хитай өлкилиригә йөткәлгән қизларниң һәқиқий әһвали (2)