Рабийә қадир :хитайға ниспәтән униң сияситигә нарази болғанниң һәммиси тосалғу


2007.08.03

MIT-rabiye1-150.jpg
Рабийә ханим MIT дики нутқидин кейин, соалларға җавап бәрмәктә. Бу йиғинда, рабийә ханим уйғур мәсилирини чушәндургәндә, ичкиригә елип кетиливатқан уйғур қизлириниң әһвалиниму тонуштурған. Май, 2007. May, 2007 / Photo by UAA

Хитай даирилири уйғур елидики йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәп ишқа орунлаштуруш сиясити буйичә бу йил , уйғур елиниң җәнубидики йеза ‏- наһийиләрдин хитай өлкилиригә йөткимәкчи болған әмгәк күчлирини бир милйон икки йүз миң адәм қетимға йәткүзүшни пиланлиған иди.

Шундақла хитай һөкүмити илгири мәзкүр пиланниң уйғур деһқанлириниң қизғин қоллишиға еришип, интайин нәтиҗилик йүрүшиватқанлиқини тәшвиқ қилип келиватқан иди, әҗәплинәрлики1 - авғуст уйғур йәрлик гезитлиридә , хитай һөкүмити мәзкур пиланини ишқа ашурушта , "уйғур ели деһқанлириниң идийиси қалақ ,сиртқа чиқип иш издәшкә қейиқ һәмдә хитай тилини раван сөзлийәлмигәчкә вә йәнә сиртқи ят муһитқа маслишишчанлиқи төвән болуштәк тосалғуға дуч келиватиду" дәп баян қилди.

Әзәлдин уйғур елидики деһқан яшларни болупму уйғур қизларни хитай өлкилиригә йөткәш сияситини махтап һәм деһқанларниңму майил боливатқанлиқини тәшвиқ қиливатқан хитай һөкүмитиниң әксичә тосалғуға йолуқиватқанлиқини ашкарилиши уйғур паалийәтчилиридә гуман қозғиди.

Мәзкүр мәсилини дуняға аңлитишта тиришчанлиқ көрситип келиватқан уйғур миллий һәркитиниң рәһбири рабийә қадир ханим мәзкүр мәсилә үстидә йүргүзгән мулаһизисини мухбиримиз гүлчеһрәниң униң билән өткүзгән сөһбитидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.