Рабийә қадир ханим, вашингтон почта гезитидә берилгән мақалиси вә хәвәр һәптилики журнилида бәргән сөһбити һәққидә тохталди
2008.04.03
23 - Вә 24 - март хотәндә асаслиқи уйғур аяллири тәрипидин елип берилған намайиш вә хитайниң мәзкур намайишни бастурушиға алақидар учурлар радиомиз арқилиқ дуня җамаәтчиликигә ашкариланғандин кейин, мәзкур намайиш вә хитай һөкүмити олимпик мәшили бихәтәрлики мәсилисини баһанә қилип, қәшқәр вә хотән қатарлиқ уйғурлар топлишип олтурақлашқан районларда йеқиндин буян йүргүзүватқан һәр түрлүк чәкләш һәрикити, вә уйғурларниң бесим астидики һаятиға алақидар хәвәрләр хәлқарадики һәрқайси нопузлуқ мәтбуатларда орун елишқа башлиди.
Рабийә қадир ханим вашингтон почта гезитидә мақалә елан қилип уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә тохталған иди
Хотәндә елип берилған намайиштин он нәччә күни илгири йәни 10 - март тибәттә вә хитайниң тибәтләр олтурақлашқан гәнсу, чиңхәй, чеңду қатарлиқ районлирида хитай һакимийитигә қариши елип берилған намайишни хитай һөкүмити зораван васитиләрни қоллинип қанлиқ бастурған вә тибәтләрниң сүргүндики һакимийитиниң санлиқ мәлуматиға асасланғанда, 140 дин артуқ намайишчини бастуруш җәрянида өлтүргән иди.
Шу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи рәиси вә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вашингтон почта гезитиниң 1 - апрелдики санида мақалә елан қилип хитайниң тибәттә елип барған бастурушлири җәрянида бала - чақилиридин вә қериндашлиридин айрилған уруқ - туғқан вә ата - аниларға чоңқур һесдашлиқ билдүргән вә уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә тохталған иди.
Униңдин башқа, 2 - апрел күни америкида чиқидиған нопузлуқ журнал хәвәр һәптилики ( Newsweek) тибәт намайиши вә 23 - 24 - март күнлири хотәндә елип берилған наразилиқ намайишлири һәққидә рабийә қадир ханим билән сөһбәт елип барди.
Рабийә қадир ханим: " уйғурларниң садасини дуня җамаәтчиликигә қайта әскәртишни бурчум дәп билип ушбу мақалини елан қилдим"
Рабийә қадир ханим бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип, вашингтон почтиси гезитидә елан қилған "бу әркинлик мәшили әмәс" намлиқ мақалиниң мушундақ тарихи шараитта елан қилиниши һәққидә тохталди вә дәвримизгә кәлгәндә уйғур хәлқи хитай мустәмликичилириниң зулуми астида илгири көрүлүп бақмиған дәриҗидә миллий кимликини йоқитиш гирдабиға берип йәткәнликини, һәмдә тибәттә елип берилған намайишниң уйғур елигә болған тәсирини азайтиш хитай һөкүмитиниң үчүн уйғурларни һәрхил шәкилдә, әқәллийси бешиға яғлиқ арттиң дегән нам биләнму бастуруватқанлиқини шуңа уйғурларниң бесилип қалған садасини дуня җамаәтчиликигә қайта әскәртишни бурчи дәп билип ушбу мақалини елан қилғанлиқини билдүрди.
Рабийә қадир ханим:" хитай тәрәп сөһбәт үстилигә келиши керәк"
Униңдин башқа, түнүгүн америкидин чиқидиған хәвәр һәптилики журнилида мәзкур журнал мухбири мәрй һәннокниң рабийә қадир ханим билән уйғурлар һазир дуч келиватқан сиясий бесим, уйғур - тибәт мунасивити вә уйғурларниң миллий мәсилисини һәл қилиш чарилири тоғрисида өткүзгән сөһбити толуқ текисти билән берилди.
Сөһбәттә рабийә ханим уйғур тибәт мәсилисини һәл қилиш чариси үстидә тохталған вә хитай тәрәпниң уйғур вә тибәтләрниң тәләплирини мақул көрүп уйғур вә тибәт рәһбәрлири билән сөһбәт елип баридиған үстәлгә келиши керәкликини көрсәткән.
Бу һәқтә тохталған рабийә қадир ханим, хитай һөкүмити уйғур вә тибәт мәсилисини болупму уйғур мәсилисини сөһбәт өткүзүш йоли билән һәл қилиш керәкликини, ундақ болмайдикән һазир тибәттә йүз бәргән вәқәләрниң кәлгүсидә уйғур елидә йүз бериши мумкинликни көрсәтти.
Рабийә қадир ханим:" дуня уйғур қурултийи дунядики барлиқ уйғурларға вәкиллик қилиду"
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим ахирида, хитай тәрәп билән өткүзидиған бу хилдики сөһбәтләрни уйғурларға кимләрниң вәкил болуп өткүзидиғанлиқи һәққидә тохталди вә дуня уйғур қурултийиниң дунядики барлиқ уйғурларға вәкиллик қилидиған алий орган икәнликни шуңа сөһбәтләрни мәзкур тәшкилатни чөридигән асаста сайлап чиқилған вәкилләр елип баридиғанлиқини көрсәтти. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Истанбулниң султан әхмәт мәйданида олимпик мәшилигә қарши намайиш
- Уйғурлар олимпик мәшили бикити истанбулда бирләшмә ахбарат йиғини өткүзди
- Рабийә қадир ханим мақалә елан қилип, тибәт вәзийити билән шәрқи түркистан вәзийитини селиштурди
- Нәнси пелоси : җорҗ буш олимпик ечилиш мурасимини байқут қилиши керәк
- Аммивий тәшкилатлар олимпик мәшилиниң түркийидин өтүшигә қаттиқ наразилиқ билдүрмәктә
- Рабийә қадир ханим бостонда икки муһим йиғинға қатнашти
- Түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири вилайәт рәһбәрлири билән көрүшти
- Вәтәндин хәт: "рабийә қадир бизниң вәкилимиз һәм йолбашчимиз "
- Намайишчилар афенадики олимпик мәшилини йеқиш мурасимида хитайға қарши кашила чиқирип һәйвә көрсәтти
- "Шәрқий түркистан үчүн тарихий пурсәт"
- Қирғизистандики уйғурлар хитайни әмәс, рабийә қадирни һимайә қилиду
- 14 - Март лхаса тоқунуши вә уйғурларниң инкаслири
- Хитай ташқи ишлар баянатчиси: "рабийә уйғурларниң вәкили әмәс, террорчиларниң вәкили"
- Рабийә қадир ханим аяллар байримини тәбриклиди
- Ғулҗа шәһәрлик парткомниң рабийә қадир ханимға қарши тәшвиқатлири
- Рабийә қадир ханим австралийә зияритини ғәлибилик ахирлаштурди