Хитай һөкүмити истанбулдики абдуғени әпәндини җасуслуқ қилишқа зорлиған


2005.12.22

Хитай хәвпсизлик органлири америка, канада вә яврупа дөләтлиридә яшаватқан уйғурларниң аилә тавабатлириға паспорт ишләп бәрмәй, буни бир козир қилип қоллинишқа тиришмақта. Хитай һөкүмити бу кишиләргә тәһдит ишлитип җасуслиқ қилишқа зорлимақта.

Хитайлар түркийидики уйғурларниңму паспорт, туғқан йоқлаш дегәнгә охшаш ишлирини баһанә қилип туруп, уйғурларни түркийәдики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң паалийәтлири һәққидә өзлирини ахбарат билән тәминләш тәклипини оттуриға қойған.

Хитайлардин бу хил тәклипни алған кишиләрдин бири истанбулда яшаватқан абдулғәни әпәндидур. Хитайлар абдулғәни әпәндигә қандақ тәклип қойди? хитай һүкүмитиниң ахбарат топлаш ишлири хәлқара өлчәмгә тошамду? түркийидә қандақ боливатиду? бу һәқтики мәлуматларни әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.