Чәтәлләрдики хитайлар 4 - июн вәқәсини хатириләшни унтумиди(2)


2005.05.27

Мәркизи нйо-йорктики хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мудири лю чиң " 4 -июн" тйәнәнмин вәқәсиниң 16 йиллиқиға пәқәт бир һәптидин ошуқ вақит қалғанлиқини, чәтәлләрдә яшаватқан хитай демократлириниң бу күнни хатириләшни унтуп қалмиғанлиқини билдүрүп, зияритимизни қобул қилди.

Әқидә: Лю әпәнди , 16 йилдин бери, хитай һөкүмити 4 - июн һәрикити тоғрисида чүшәнчә бәргини шундақла бу һәрикәтни ақлиғини йоқ, сиз бу мәсилигә қандақ қарайсиз ?

Лю чиң : Дәрвәқә сиз ейтип өткәндәк, хитай һөкүмити " 4 - июн" һәрикитини қораллиқ бастурғандин кейин, зиянкәшликкә учриған аммиға мәзкур қирғинчилиқ һәққидә һәқиқий бир чүшәндүрүш бәргини йоқ. Улар өзлири кәлтүрүп чиқарған бу қанлиқ ақивәтни ун - түнсиз бесиқтүрвәтмәкчи болди. Әлвәттә зиянкәшликкә учриғучиларниң аилә тавабатлири шуниңдәк вәқәдә яриланғанлар өзлири үстидин елип берилған зиянкәшликкә һәргизму көз юммайду вә шикайитини һәргиз тохтатмайду һәмдә хитай һөкүмитиниң " 4 - июн" һәрикитигә тутқан позитсийисини қәти қобул қилмайду. Мушундақ болғанлиқи үчүн , гәрчә 16 йил вақит өткән болсиму, биз йәнила тохтимастин " 4 - июн" ни хатириләп келиватимиз. Мәқсидимиз һәқиқәтни дуня җамаәтчиликигә ашкарилаш. Бу арқилиқ тәсир қозғап, кишиләрниң һесдашлиқини қолға кәлтүрүш шундақла " 4 - июн" һәрикитиниң бир тәрәп қилинишиға йол ечиш, болупму хитай һөкүмитини бу вәқәни қайтидин тәкшүрүп чиқишқа мәҗбурлаш, буниңдин башқа йәнә, зиянкәшликкә учриғучиларға дөләтниң төләм төләп беришини, вәқә үстидин һәққани хуласә чиқирип, мәзкүр һәрикәтни ақлишини тәләп қилиштин ибарәт.

Әқидә: Сизниңчә ,хитай һөкүмитиниң бундин кейин " 4 - июн" һәрикити үстидә очуқ ипадә билдүрүши , мундақчә ейтқанда һәққаний бир йәкүн чиқириши мумкинму? сизниң буниңға ишәнчиңиз барму?

Лю чиң : Хитай һөкүмити " 4 -июн" һәрикитини дәсләп әксилинқилабий топилаң һәрикити дәп атиған иди. Бирақ кейин " 4 - июн" борини дәп атап, кишиләрниң есидин бу вәқәни унтулдувитишкә урунди. Лекин , улар шу чағда өзлири садир қилған җинайәтни һечқачан тонуғини йоқ вә бу җинайитини бойниға алғини йоқ , улар башқа бир баһанә - сәвәпләрни көрситиш арқилиқ тенч йосунда наразилиқ билдүргән аммини бастуруш қилмишини тоғра дәп көрситишкә теришти. Һәтта хитай һөкүмити " 4 - июн" һәрикити бастурулғандин кейин, дөләтниң иқтисади йүксәлди дәп хитай иқтисадиниң яхшилинишини пүтүнләй қанлиқ бастуруштин кейин вуҗутқа кәлгәндәк, дөләтниң тенчлиқи, муқимлиқи вә тәрәққиятини шундин етибарән мәйданға кәлгәндәк қилип көрситишкә тиришти.

Һазир, хитайниң иқтисадий тәрәққиятиниң яхши яки яман болуши вә яки пүтүн йәр шари бойичә иқтисади әң юқири дөләт болушидин қәтий нәзәр, һечқачан, тәрәққий қилған бир дөләт, амминиң һәққаний һәрикитини бастуруп, хәлқни халиғанчә қирип өлтүрсә болиду дәйдиған принсип йоқ, бу бир җинайәт, шуңа, әгәр хитай һөкүмити " 4 - июн" һәрикитидә садир қилған җинайитини қобул қилмайдикән, ундақта бу һөкүмәт, бундин кейин бундақ җинайәтләрни давамлиқ садир қилиши турған гәп. Шуңа, хитай коммунист партийиси чоқум өз җинайитини үстигә елип зиянкәшликкә учриғучилардин әпу сориши ,уларға тегишлик җавабини бериши керәк. Әксичә, хитай һөкүмити бу хил мәйданини өзгәртмәйдикән, һәққанийәт тәләп қилғучиларниң һәрикитиму һечқачан тохтимайду.

Әқидә: Сизчә , бу йил " 4 -июн" күни , тйәнәнмин мәйданида һөкүмәткә қарши бирәр һәрикәт қозғилиши мумкинму?

Лю чиң : " 4 - Июн" һәрикити хитай һөкүмити тәрипидин бастурулғандин кейин, кишиләр тохтимастин тйәнәнмин мәйданида наразилиқ билдүрүп кәлмәктә. Мушу сәвәптин нурғун кишиләр зиянкәшликкә учриди. Мениңчә , бу йилму тйәнәнмин мәйданида наразилиқ билдүрүш һәрикәтлири йүз бериши мумкин, бирақ, хитай һөкүмити тйәнәнмин мәйданида пуқрачә кийингән сақчилар билән қораллиқ әскәрләрни орунлаштурғанлиқи үчүн, минут ичидә вә һәтта сикунт ичидә сәлла гуманлиқ дәп қариған кишиләрни дәрһал қолға алиду. Шуңа тйәнәнмин мәйданида һөкүмәткә қарши наразилиқ билдүргүчиләр һечқачан өз мәқсидигә йетәлигән әмәс. Буниңға җавап бериш интайин адди болуп, һазир хитайда кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш, демократийә дигәнләрдин қилчә әсәр йоқ .

Хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мудири лю чиңниң ейтишичә, хитайда 16 йил илгири хитай һөкүмитиниң " 4 - июн" һәрикитини қораллиқ бастурулғанлиқ қилмишлири һечқачан көмүлүп қалмайдикән. Бәлки буниң әксичә ,хитайниң демократийилишиши вә парчилинишиға бивастә тәсир көрситидиған асаслиқ амиллардин болуп қалидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.