Қаһирәдики “түркистан җәмийити” ниң муһаҗирәттики уйғурларға қилған хизмәтлири
2008.01.22
Мундин йерим әсирдин көпрәк вақит илгири мисирниң қаһирә шәһиридә муһаҗирәттики уйғурлар бирлишип “түркистан җәмийити” намлиқ бир җәмийәт қурған вә дуняниң һәр қайси җайлиридики муһаҗир уйғурларниң һәр түрлүк қийинчилиқлирини тәшкиллик һалда һәл қилиш үчүн ишлигәнниң сиртида, уйғурларниң вәтән давасиға даир материялларни вә китабларни нәшр қилған икән.
Сираҗиддин әзизий билән сөһбәт
Сираҗиддин ә зизи мундақ деди: “ қаһирәдә 1952- йилдин башлап нәшр қилинишқа башлиған “ түркистан авази” журнилиниң 1955- йили 8- санида “түркистанлиқларниң сәуди әрәбистан әмиригә язған мәктуби” дегән мавзуда бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дейилгән: қаһирәдики “түркистан җәмийити” сәуди әрәбистанидики муһаҗир уйғурларниң һөкүмәт тәрипидин чиқирилған “паспорти болмиғанлар өзлири тәвә болған дөләтниң паспортини елиши лазим” дегән қарари түпәйли көп биарам болғанлиқ хәвирини алғандин кейин, бу ишқа чарә издәшкә киришти. Дәл шу вақитта мисирда сәуди әрәбистаниниң вәли әһдиси вә министирлар кеңишиниң рәиси әмир фәйсәл ибни абдуләзиз бар иди. Бу пурсәтни ғәнимәт билгән “түркистан җәмийити” устаз ибраһим василийни әмир билән көрүшүп, сәуди әрәбистанидики муһаҗир уйғурларниң дәрдини аңлитиш үчүн һазирланған мәктубни тапшуруш ишиға тәйинлиди . У әмир фәйсәл билән көрүшти. Устаз ибраһим василий уйғур елидин сәудигә һиҗрәт қилип, әрәбистаниға келип панаһлиниватқан уйғурларниң тәйвәнниң яки қизил хитайниң паспортини алалмайдиғанлиқини, қаһирәдики тәйвән әлчиханиси муһаҗирәттики уйғурларниң паспорт елиш ишлириға нурғунлиған тосқунлуқларни яритип, уларниң ишлирини қийинлаштуруп бериватқанлиқини тәпсилий һалда йәткүзгән вә әмир фәйсәлму бу ишқа алаһидә көңүл бөлүп, сәуди әрәбистанидики муһаҗир уйғурларниң ишлирини оңайлаштуруп беридиғанлиқиға вәдә қилған иди. Бу хушхәвәрни дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур муһаҗирларға , хусусән сәуди әрәбистанидики һәмшәһәрлиримизгә өз вақтида йәткүзүш арқилиқ уларниң көңлини хатирҗәм қилған идуқ ”.
Әмир фәйсәлгә йезилған мәктуб
Сираҗиддин әзизиниң ейтишичә, әмир фәйсәлгә йезилған мәктубниң мәзмуни мундақ иди: “ сәуди әрәбистани қраллиқиниң вәли әһдиси вә министирлар кеңишиниң рәиси һөрмәтлик фәйсәл җанаблири! 1949- йили хитай коммунистлириниң русийиниң ярдими билән вәтинимизни ишғал қилғанлиқи сәвәблик, биз түркистанлиқлар динимизни вә җенимизни қоғдаш йолида юртимизни ташлап, бу мәмликәткә һиҗрәт қилишқа мәҗбур болған идуқ . Бу җайда мусулман қериндашлиримизниң меһри - шәпқити вә сәуди әрәбистан һөкүмитиниң үзлүксиз ғәмхорлуқи, кәңчилики , ярдими вә һәр түрлүк меһрибанлиқиға еришип кәлдуқ . Әйни вақтида сәуди әрәбистаниниң қурғучиси мәрһум қрал абдуләзиз җанаблириниңму көплигән инамлириға наил болған идуқ. Мундин кейинму, бу һөкүмәтниң бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиқиға вә һазир биз дуч келиватқан мушкүлимизни һәл қилип берип, бизни ғәмдин қутулдурушиға иманимиз камил”
Тиришчанлиқниң нәтиҗиси
Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған: “ узун вақит өтмәстин сәуди әрәбистани һөкүмитиниң уйғур муһаҗирлириға болған чәксиз меһри - шәпқити тәҗәлли қилди. Сәуди әрәбистани падишаһлиқидин мәхсус қарар чиқирилип, сәуди әрәбистанидики муһаҗир уйғурлар паспорти яки дөләт тәвәликини испатлайдиған кимлики бар уйғурлар вә қолида һеч нәрсиси болмиған уйғурлар дәп икки түргә айрилди. Қолида паспорти яки кимлики болмиған уйғурларни сәуди әрәбистаниниң нопус ишлири идарисигә берип, сәуди әрәбистаниниң даимий туруш рухситини елишқа буйриди. Буниң билән сәуди әрәбистанидики уйғур қериндашлиримиз сәргәрданлиқта өзлири дуч кәлгән чоң бир мушкүлини йәңгән болди ” . (Өмәрҗан)
юқиридики улиништин, мухбиримиз өмәрҗанниң бу һәқтики мәлуматини аңлайсиз.