Түркийә-хитай парламент әзалири достлуқ комитети башлиқи салиһ капусуз билән сөһбәт


2007.03.01

Salih-Qapusuz-200.jpg
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим түркийә-хитай парламент әзалири достлуқ комитети башлиқи салиһ капусуз әпәндини зиярәт қилмақта.

Йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити һәрхил васитиләр арқилиқ түрк рәһбәрләрни хитайға тәклип қилип апирип, уйғур диярини зиярәт қилдурмақта. Бу арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан сияситиниң қанчилик яхши икәнликини көрситишкә тиришмақта. Түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири болса хитай һөкүмитиниң түркләрни уйғур дияриға зиярәткә апирип уларға турмуши яхши уйғурларни көрситип, игиз имарәтләрни, юқири сүрәтлик ташйолларни, исил меһманханиларни вә мәсҗитләрни зиярәт қилдуруш арқилиқ түрк рәһбәрләрниң көзини бояватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Йеқинда, түркийә парламенти түрк-хитай парламент әзалири достлуқ комисйони башлиқи, парламент әзаси салиһ капусуз башчилиқидики бир һәйәт хитайниң тәклипигә бинаән үрүмчи, турпан, қәшқәр қатарлиқ йәрләрни зиярәт қилип кәлгән. Дуня уйғур қурултейи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, дуня уйғур қурултийи тәфтиш әзаси һайруллаһ әфәндигил әпәнди, дуня уйғур қурултийи яшлар комитити түркийә вәкили абдуллаһ турсун башчилиқидики һәйәт салиһ капусузни зиярәт қилип хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини аңлатти вә униң билән уйғур мәсилиси һәққидә пикир алмаштурди. Биз бу учришиш җәрянида салиһ капусуз әпәндигә суал соридуқ.

- Сиз түркийә - хитай парламент әзалири достлуқ бирлики башлиқи икәнсиз. Хитай -түрк парламент әзалири достлуқ бирлики қачан қурулған, паалийәтлири нимә, бу һәқтә қисқичә мәлумат бәрсиңиз?

- Түркийә билән хитай иккисила муһим дөләтләр. Тарих бойичә чоң дөләтләрни қурған һәм бир- бири билән йеқин мунасивәтләрни қурған икки муһим милләт. Хитайларниң назук мәсилилиригә бизму көңүл бөлимиз вә бу һәм бизниң дөләт сияситимиз болуп, биз бир җуңго сияситини яқилаймиз. Хитай тез тәрәққи қиливатқан дөләт. Хитай дөлити бу тәрәққиятини пүтүн дөләт бойичә тәкши елип бериши, кишиләрниң инсан һәқ вә һоқуқлири, демократийиси, дин вә маарипиға көңүл бөлиши, уларниң пикир әркинликини беришкә диққәт қилиши керәк. Хитай дөлити өзидин башқа милләтләргә болупму аптоном районларда яшаватқан хәлқләргә техиму көп көңүл бөлүши керәк. Бундақ қилғанда башқа дөләтләрниң тәнқидигә учримайду. Бу һәм шу районларда яшайдиған хәлқләр вә хитай дөлити үчүн тоғра бир қәдәм болиду. Хитайниң бу җәһәттә өтмүштә қилған хаталиқлирини түзүтүп, бу милләтләргә яхши муамилә қилидиғанлиқиға ишәнчимиз камил. Биз түркийә- хитай парламент әзалири достлуқ бирлики болуш сүпитимиз билән һәрдаим хитайни бу җәһәттә агаһландурватимиз. Биз хитайниң иқтисади җәһәттики тәрәққиятини тәқдирләймиз. Уларму районлар арисидики иқтисади тәңпуңсузлуқни түзитимиз дәватиду. Әгәр булар түзүтүлсә түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәт техиму яхши болиду. Мән радиоңиз арқилиқ хитайда яшаватқан уйғур қериндашлиримға чин көңлүмдин саламлиримни йоллаймән.

- Һөрмәтлик парламент әзаси салиһ капусуз әпәнди, сиз әсли қәйсирилик, түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниму яхши билисиз. Уйғурларниң мәсилисиниму йеқиндин тәқип қиливатқанлиқиңизни билимән. Силәр хитайға зиярәт елип барғанда уйғурлар силәрниң уйғур мәсилисини, уйғурларниң дәртлирини хитай рәһбәрләргә дәп димәйдиғанлиқиңларни, бу һәқтә музакирә елип берип бармайдиғанлиқиңларни билгүси келду. Бу мәсилиләр түрк мәтбуатлирида анчә көп йәр алмайду. Силәр хитайға елип барған зияритиңларда уйғур мәсилисини музакирә қиливатамсиләр?

- Достлуқ сәмими болушни, очуқ сөзлүк болушни тәләп қилиду. Достлуқ икки тәрәпниң кәмчиликлири вә артуқчлиқлирини дейишни тәләп қилиду. Шуңа биз бизгә дийилгән мәсилиләрниң һәммисини һич тәп тартмастин хитайларға дәватимиз, бу һәм бизниң бурчимиз. Биз парламент әзалири болуш сүпитимиз билән хитай һөкүмитигә бу мәсилиләрни дәватимиз. Буниң билән бирликтә партийимиз адаләт вә тәрәққият партийиси хитай коммунист партийиси билән йеқин дост, биз уларғиму сиз дигән мәсилиләрни дәватимиз. Уларниң қисқа вақит ичидә сәвәнликлиримизни түзүтүп, бизгә җавап беришини күтиватимиз.

- Сиз уйғур диярида қәйәрләрни айландиңиз ?

- Уйғур аптоном райони биз үчүн интайин муһим. Мән бу қетимқи зияритимдә үрүмчи, турпан, қәшқәр қатарлиқ шәһәрләргә бардим. Бизниң чоңлиримиздин улуғ алим мәһмут қәшқириниң мазирини зиярәт қилдим. У йәрдики уйғур вәтәндашлиримиз билән көрүштум улар билән сөһбәт әттим. У йәрни зиярәт қилиш пурситигә еришкәнликим үчүн наһайити хурсән болдум.

- Нимиләрни һес қилдиңиз һөрмәтлик парламент әзаси ?

- Тоғриси наһайити хурсән болдум. Өзәмни бәк бәхтлик һес қилдим. Әң қисқа вақит ичидә йәнә беришни арзу қилимән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.