Түркийәниң қара деңиз районидики уйғур йезиси
2007.08.01
Түркийәниң оттура қара деңиз райониға җайлашқан орду вилайитигә қарашлиқ қумру наһийисидә уйғур өйи дәп икки қәвәтлик бир сарай ечилған болуп, бу өйдә уйғурларниң өрп - адити, турмуш адәтлири тонуштурулуватқан икән. Бу хәвәр теливизийәләрдә берилгәндин кейин биз немә үчүн бу өйгә уйғур өйи дәп исим қоюлғанлиқини билип беқиш үчүн издәндуқ.
Издинишлиримиз нәтиҗисидә, биз қумру наһийисидә яшайдиған кишиләрниң әслидә 13-14-әсирләрдә уйғур дияридин келип йәрлишип қалған уйғурлар икәнликидәк қизиқарлиқ бир нәтиҗигә ериштуқ. Улар уйғур тарихини тәтқиқ қилип қәдимқи уйғурларниң бинакарлиқ хусусийәтлири әкис әттүрүлгән биналарни селип уйғур мәдәнийитини яшитишқа тиришмақта икән. Биз амася вилайитидики уйғур наһийисидин кейин түркийәдики йәнә бир уйғур наһийисии һәққидә мәлумат игәлләшкә тириштуқ. Биз бу уйғурлар һәққидә мәлумат елиш үчүн уйғур өйлириниң мимаристи болған исмәт әрчал әпәндигә телефон қилдуқ.
Бу киши орду вилайити мәдинийәт ишлири башқармиси мәсули болуп у өзиму шу уйғурлардин икән.
RFA : Һөрмәтлик исмәт әрчал әпәнди уйғур өйи һәққидә қисқичә мәлумат бәрсиңиз қандақ?
Исмәт әрчал: биз уйғур түрклиридин болғанлқимиз үчүн, қара деңиздә адәттә самсундин гирәсун арилиқидики хәлқләрниң көпи түркмәнләр билән уйғурлардин тәркип тапқан. Мән уйғур түрклириниң қалпиқини өрнәк қилип туруп бу өйниң өгзисини шундақ лаһийилидим. Бу уйғур өйидә той қилидиғанлар той мәрикиси, мәшрәпкә охшаш мәрикиләрни қилиду. Биз бу қумруда мәдинийәт сарайлиримизниң, җамилиримизниң һәммисини шу уйғурларниң қалпиқиға охшитип қилдуқ. Мушуниңдәк биналардин 5 -6си бар.
RFA : Биз бундин бурун түркийәдики амася вилайитидә уйғурларниң әвлатлирини тепип чиққан идуқ. Әмма ордуда уйғурларниң барлиқини аңлап бақмаптикәнмиз. Бу қумрудики уйғурлар һәққидә бизгә техиму тәпсили мәлумат бәргән болсиңиз ?
Исмәт әрчал: бу йәргә уйғурлар 1300- 1570-йилларда кәлгән икән. Мән бу һәқтә тәтқиқат елип бериватимән. Бу уйғурлар түркистан, хорасан, бухара, униңдин кейин әрзурум арқилиқ қара деңиз райониға топ - топ болуп кәлгән икән. Әйни вақитта бу уйғурларни буйәрдә яшаватқан римларни вә әрмәнләрни түркләштүрүш үчүн әкәлгән икән.
RFA : Сиз немигә асасән бундақ дәватисиз .Қолиңизда буниңға мунасивәтлик тарихий материяллар барму?
Исмәт әрчал: архипларда бар. Әмма бизниң чоңлиримиз бизгә уйғур икәнликимизни дәйтти. 1800-Йилларда мениң чоң дадам қиримда вали болуп ишлигән икән. Униң әслимилиридә өзлириниң уйғур икәнлики йезилған. Мән буларға асасән гуаңҗуға барған вақтимда уйғурлар билән көрүштүм, уларниң ашханилириға бардим . Кәлгәндин кейин йезимизда уйғур мимарини әкс әттүргән биналарни селишқа башлидуқ, түркийәдики пүтүн теливизийәләр буни тонуштурған программиларни ишләп тарқатти.
RFA : Уйғур өйлирини селиштики мәқситиңлар немә иди?
Исмәт әрчал: өтмүшимизни әсләйли, дәп салдуқ. Һәтта мән түркийәниң әң чоң теливизийилиридин бири болған NTV телевизийисиниң түрк кәшпиятчилири мусабиқисигә "маңидиған уйғур карвини" исимлик кәшпиятим билән қатнаштим. Бир қара машининиң үстидә өй орунлаштурулған болуп, бу өй 10 квадрат метир, әмма ишлитидиған вақтиңизда бу өй 30 метир квадиратқичә чоңийиду. Ичидә халиғанчә тамақ етип йигили болиду, йәни нормал өйдикидәк яшиғили болиду.
RFA : Уйғурлар пәқәт қумру йезисидила барму яки башқа наһийәләрдиму барму? силәр уйғур өрп - адәтлирини давам қилдуруватамсиләр ?
Исмәт әрчал: бизниң бу йәргә кәлгинимизгә аридин нурғун йиллар өткән болғачқа уйғурларға аит өрп - адәтләр анчә қалмиди. Шуңа биз һазир уйғур тарихини, уларниң мәдинийити үстидә издинип уни өгинип уйғур мәдәнийитини қайта тирилдүрүшкә тиришиватимиз. Мениң өзәмниң нурғун пиланлирим бар. Бу һәқтә мәдинийәт министирлики биләнму көрүшүватимән. Уйғур достлирим биләнму көрүшүватимән. Униң үстигә мән йеқинда өзәм иҗат қилған уйғур карвини билән пүтүн түркийәни айланмақчи. Буму биз уйғурларни тонутуш үчүн интайин пайдилиқ .
Биз йәнә орду вилайити үстидә тәтқиқат елип бериватқан киши болған һаҗәттәпә унверситити оқутқучиси баһаттин йедийилдиз әпәнди биләнму телефон зиярити елип бардуқ.
Баһаттин йедийилдиз әпәнди өзиниң орду тарихи һәққидә тәтқиқат елип барған болсиму, қумру наһийиси үстидә мәхсус тәтқиқат елип бармиғанлиқини, әмма 13-14-әсирләрдә һөкүм сүргән әратна уйғур бәглики дәвридә бу районларға уйғурларниң йәрләштүрүлгән болушиниң мумкин икәнликини ейитқандин кейин бу вилайәтниң исми болған орду исми тоғрисида тохтулуп мундақ деди : " буйәрдә орду сөзи наһайити муһим. Сәвәби оттура асиядики түркий милләтләрниң тилида орда сөзи сарай вә пайтәхт мәнисидә ишлитилгән. Шуңа таҗәттин бәглики мәзгилидә бу йәр пайтәхт болғанда уйғурлар топ - топ һалда көчүп кәлгән болуши, уйғур қәбилилири көчүп кәлгән. Улар шу чағда келип бу районға йәрлишип бу йәргә орду дәп исим қойған болуши мумкин. Буниңдин қариғанда уларниң һәқиқәтән уйғур болуш еһтимали юқири. "
Һәммиңларға болғандәк биз бундин бурун түркийәниң амасия вилайитиниң уйғур наһийиси дәп бир наһийисиниң барлиқини, буларниң14 - әсирдә түркийидә қурулған әратна уйғур бәглики мәзгилидә түркийәгә көчүп кәлгән уйғурларниң әвладлири икәнликини силәргә хәвәр қилип бәргән идуқ. Һәтта биз техиму чоңқур издиниш үчүн уйғур наһийисигә берип улар билән йүз туранә көрүшүп улардин әһвал игәллигән вә уларниң қериндашчә саламлирини силәргә йәткүзгән идуқ. Бу қумру вилайитидики уйғурларму әнә шу уйғур наһийисидики уйғурларға охшашла әрәтна уйғур бәглики мәзгилидин көчүп кәлгән уйғурларниң әвладлири икән. Биз қумрудики уйғурлар үстидә техиму чоңқур издинип бу һәқтә бундин кейинки программилиримизда силәргә техиму тәпсили мәлумат беришкә тиришимиз. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Туркийәдики йеңи чағ телевизийисидә уйғурлар тонуштурулди
- Йиғлаватқан түркләр
- Др. Алимҗан инайәт әпәндиниң шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири темисидики доклати
- Әнқәрәдә: `шәрқий түркистанниң бүгүнки вәзийити` темисида муһакимә йиғини
- Д у қ һәйити түркийә парламенти инсан һәқлири комисйони әзаси фарук үнсал әпәнди билән көрүшти
- Түркийә телевизийисидә уйғур мәсилиси
- Дуня уйғур қурултийи һәйити түркийиниң әң чоң партийилиридин бири болған тоғра йол партийисини зиярәт қилди
- Саадәт партийиси рәһбири уйғурларни зиярәт қилди
- Парламент әзаси зәкәрия ақчам әпәнди билән уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәт
- Дуня уйғур қурултийи һәйити түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған билән көрүшти
- Түркийидә оқуватқан уйғур оқуғучилар түркийидә шеһитләрни хатирләш мурасимиға қатнашти
- Бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлу шәрқий түркистан тәшкилатини зиярәт қилди