Яш шаир туйғунҗан абдувәли билән сөһбәт
2004.12.17
яш шаир туйғунҗан абдувәли хитай түрмилиридә баш йилдин артуқ ятқандин кейин, хитайниң техиму көп зиянкәшликидин қечип, 2003- йили ноябир айлирида түркийигә кәлгән вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң түркийидә турушлуқ ишханиси тәрипидин қобул қилинип, канадаға меңиш алдида турупту.
Шаир туйғунҗан абдувәли түркийигә кәлгәндин кейин, шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийитиниң тәклипи билән уйғур тили дәрси өтүш вә "көк байрақ" жорнили вә тор бетиниң уйғурчә нусхисиға ярдәмдә болған.
Бу мунасивәт билән түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим шаир туйғунҗан абдувәлини зиярәт қилди.
©
2004 Radio Free Asia