Хитайда 80 милйондин артуқ хәлқ телевизорсиз яшимақта
2004.09.06
Хитайда та бүгүнгә қәдәр 570 йеза - кәнт телевизорсиз қалған болуп, 80 милйон хәлқ радио яки телевизорниң нимә икәнлигини билмәй яшимақта. Бу хил әһвал уйғур районидики намрат җайлардиму зор бир мәсилә болуп һисаплиниду.
Йеқинда хитай шинхуа агентлиқиниң бәргән мәлуматида,1998 - йилидин буян, хитай һөкүмитиниң радио вә телевизийә программлирини хитайниң барлиқ районлириға тарқитишқатиришиватқанлиқи һәмдә 2003 -йилиниң ахириғичә 117 миң йеңи йеза-кәнттики хәлқләрни радио вә тиливизийә программлирини аңлаш вә көрүш имканийитигә игә қилиш үчүн, бир милярт 760 милйон йүән мәбләғ салғанлиқи билдүрүлгән.Мәлуматтайәнә хитай һөкүмитиниң 2004 - вә 2005 -йиллирида,ток сими тартилған йеза базарлири вә 50 тин артуқ аһалиси бар йеза-кәнтләрниң радио- телевиийә мәсилисини һәл қилмақчи боливатқанлиқи мәлум қилинған.