Биз өткәндә, америкида нәтиҗә қазанған ака-сиңил уйғур алимлар шөһрәт мутәллип вә майсәм мутәллипләр һәққидә муәййән чүшәнчә бәргән вә улар билән сөһбәт елип берип диққитиңларға сунған идуқ.
Улар әслидә қазақистанниң алмата шәһиригә йеқин җайлашқан ават йезисида өсүп чоң болған вә әйни вақитта уйғур районида уйғурчә мәктәпкә бериш мумкинчилики болмиғачқа , русчә мәктәптә оқушқа мәҗбур болған.
Гәрчә улар русчә оқиған, москвада яшиған , шундақ қилип, һазирға кәлгичә уйғур муһитидин йирақ җайларда һаят кәчүргән болсиму, әмма өзиниң уйғур икәнликини, уйғур мәдәнийитини унутмай, уйғурни дуняға тонутушни қәлбигә пүккән һалда тиришип келиватқанлиқиға уйғур хәлқи апирин оқуватқан минутларда, йәнә, бу бир җүп алимларни беқип өстүргән, һәқиқий уйғур қилип чоң қилған ата-анисиғиму һөрмәт билдүрмәктә.
Биз мушу мунасивәт билән уларниң дадиси музәппәр мутәллип ака билән алимларниң өсүп йетилиш җәряни вә башқа һаяти паалийәтлири һәққидә сөһбәт елип бардуқ. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкида тәтқиқат елип бериватқан ака - сиңил уйғур алимлар (2)
- Америкида тәтқиқат елип бериватқан ака - сиңил уйғур алимлар (1)
- Түркийидә сайламға қатнишидиған түркистанлиқ парламент әзаси намзати билән сөһбәт
- Милләтниң үмиди - яшлар
- Хитай рабийә қадирниң пәрзәнтлирини сотлашни кечиктүрди
- "Тинчлиқ үчүн хизмәт қилидиған террорчи"
- Рабийә қадирниң оғли алим, ваң лечүәнниң сөзлиригә рәддийә бәрди
- Хитай һөкүмити "террорчилиққа қарши көрәш" ни баһанә қилип, уйғурларни йәниму бастурмақта